Хитай милйонлиған пуқралирини корона вируси гумани билән синақ қилип тәкшүрүшкә башлиған

Мухбиримиз җәвлан
2020.11.23

Америкадики “бирләшмә агентлиқ хәвәрлири” ториниң 23-ноябир хәвәр қилишичә, алдинқи һәптә хитайниң тйәнҗин, шаңхәй қатарлиқ шәһәрлиридә йәрлик юқумдарлардин таралған корона вируси байқалғандин кейин хитай һөкүмити милйонлиған пуқралириниң юқумлиниш әһвалини тәкшүрүшкә башлиған болуп, шәһәрниң көплигән йәрлирини қамал қилған вә мәктәпләрни тақиған.

Хәвәрдә билдүрүлүшичә, дүшәнбә күни хитай сәһийә-сағламлиқ комитети шаңхәйдә өткән 24 саәттә йәнә икки юқумдар көпәйгән болуп, җәмий кесәл 7 нәпәргә йәткән. Йәкшәнбә күни (22-ноябир) кәчтә шаңхәй пудуң хәлқара айродроминиң хизмәтчи хадимлири тәкшүрүлгән болуп, дүшәнбә күни сәһәргичә 17 миң 719 адәм тәкшүрүлгән. Әгәр йәнә кесәлләр байқалса, әтраптики район аһалилириниң һәммиси тәкшүрүлидикән. Тйәнҗиндә болса 5 кесәл байқалған болуп, бу сәвәб билән 2 милйон 200 миң адәм тәкшүрүлгән, мәктәпләр тақалған.

Мутәхәсисләр вә һөкүмәт әмәлдарлириниң билдүрүшичә, корона вирусиниң қиш мәзгилидә әвҗ елип кетиш еһтимали техиму чоң икән. Гәрчә хитайда корона вируси тизгинләнгәндәк қилсиму, униң қайта пәйда болуш хәтири йәнила мәвҗут икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.