Америка дөләт бихәтәрликигә мәсул авам палата әзалири һөкүмәтниң хитай тәһдитигә қарши истратегийәсини ениқ бекитишини тәләп қилған

Мухбиримиз җәвлан
2021.02.03

“фокс” телевизийәсиниң 2-феврал бәргән хәвиридин мәлум болушичә, америка дөләт бихәтәрлики комитетиниң җумһурийәтчиләрдин болған авам палата әзалири 2-феврал күни байдин һөкүмитидин хитайниң тәһдитигә қарши истратегийәсини айдиңлаштуруши вә ениқ бекитишини тәләп қилған. Улар һөкүмәтни агаһландуруп: “хитай американиң дунядики йетәкчилик орнини барғансери аҗизлитиватиду,” дегән.

Байдин һөкүмитигә сунулған тәләпнамидә мундақ дейилгән: “биз хитай компартийәсиниң җасуслуқ вә һәрбий күчини тәрәққий қилдуруш үчүн қап йүрәклик билән хусусий карханиларни қоралландуруватқанлиқиға диққәт қиливатимиз. Улар америка хәлқи вә америка карханилириниң санлиқ мәлуматини оғрилап, йеңидин гүллиниватқан һалқилиқ техника арқилиқ пүтүн дуня базирини игиләшкә вә пат арида хәлқара сәһнидә йетәкчи болушқа урунуватиду. Америка авам палатаси дөләт бихәтәрлики комитети хитайниң һәддидин ашқан қилмишиға қәтий қарши туриду. Биз йеңи һөкүмәт билән үнүмлүк һәмкарлиқ мунасивити орнитишни үмид қилимиз. Пәқәт қуруқ гәп қилип, әмәлий иш қилмайдиғанлар ахирида еғир бәдәл төләп қалиду. Шуңа бизгә хитайға қарши туридиған пиланиңларни тәминләп бериңлар.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.