Хитай афғанистанда турушлуқ баш әлчисини алмаштурди

Мухбиримиз әркин
2018.02.05

Хитай афғанистанда турушлуқ баш әлчисини алмаштуруп, уйғур аптоном районида чоң болған бир хитай дипломатини афғанистанда турушлуқ баш әлчиликигә тәйинлигән. Көзәткүчиләрниң илгири сүрүшичә, хитай дипломати лю җинсоңниң бу орунға тәйинлиши хитайниң афғанистанда техиму чоң рол ойнашни арзу қиливатқанлиқидин дерәк беридикән.

Лю җинсоң 1972‏-йили аилиси билән уйғур аптоном райониға көчүп келип, мәзкур районда чоң болған хитай көчмәнлириниң бири. У илгири хитайниң “йипәк йоли фонди” ни өз ичигә алған “бир бәлвағ бир йол” қурулушиға қарашлиқ органлирида муһим вәзипиләрни атқурған. 

Көзәткүчиләр, лю җинсоңниң баш әлчиликкә тәйинлиниши “инчикә ойлишип” чиқирилған қарар икәнликини билдүрмәктә. У хитайниң қәшқәр-гвадар каридорини афғанистанға кеңәйтидиғанлиқи, шуниңдәк хитайниң вахан каридорида һәрбий база қурмақчи болуватқанлиқиға даир хәвәрләр тарқалған мәзгилдә бу орунға тәйинләнгән. Фирансийә агентлиқиниң йеқинда хәвәр қилишичә, бәзи афғанистан әмәлдарлири хитайниң кабул билән вахан каридорида һәрбий база қурушни сөзлишиватқанлиқини ашкарилиған. Бир афғанистан әмәлдари ахбарат васитилиригә бәргән учурида, хитайниң вахан каридорида база қуруштики мәқсити “шәрқий түркистан қораллиқлириниң һуҗумидин сақлиниш икәнлики” ни билдүргән. Лекин, хитай һөкүмити униңдин аввал елан қилған бир баянатида вахан каридорида база қуруш пилани барлиқини рәт қилған иди. Көзәткүчиләрниң илгири сүрүшичә, америкиниң афғанистан истратегийиси сәвәблик хитайниң бу пиланини әмәлгә ашуруши мүшкүл икән. Америка тәрәп өткән йили афғанистанда турушлуқ қисимлирини көпәйтидиғанлиқини билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.