Әнглийә хитайниң хуавей шеркитини рәсмий тәкшүрүшкә башлиди

Мухбиримиз ирадә
2013.07.18

Әнглийә даирилири електронлуқ учур алақә тори үскүнилири сатидиған хитай ширкити хуавей үстидин рәсмий тәкшүрүш башлиди. Бу йил 6-айда әнглийә парламенти учур вә хәвпсизлик һәйити һөкүмәткә доклат сунуп, әнглийәдики нурғун муһим органларниң алақә үскүнилирини тәмин қиливатқан хуавей шеркитини көздин кәчүрүп чиқишни тәләп қилған иди.

Хуавей ширкити хитай азадлиқ армийисиниң пенсийигә чиққан бир һәрбий инженери тәрипидин қурулған болуп, бу ширкәтниң хитай дөләт органлири билән болған мунасивити гуман қозғап кәлгән. Америкидики хәвпсизлик органлири вә дөләт мәҗлиси хуавей ширкитиниң хитайға җасуслуқ қилиш еһтимали барлиқиға көп қетим тәкшүрүш доклати елан қилғандин кейин, америкида хуавей ширкити үстидин тәкшүрүшләр елип берилған вә бир қисим чәклимиләр қоюлған иди. Әмма хуавей ширкити болса өзиниң хитай һөкүмитигә җасуслуқ қилидиғанлиқи һәққидики хәвәрләрни изчил рәт қилип кәлмәктә.

Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хуавей ширкити бүгүн әнглийәниң қарариға қарита инкас қайтуруп, өзлириниң қарарни қарши алидиғанлиқини билдүргән вә “интернет бихәтәрлики тәдбирлирини ашуруш истемалчиларниң мәнпәәтигә капаләтлик қилиду, ширкитимиз буни йеқиндин қоллайду” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.