Японийәдә уйғур мәсилисини йеқиндин билидиған фумио кишида һакимийәт бешидики партийәниң рәһбири болуп сайланған
2021.09.30
Японийидики һакимийәт йүргүзүватқан әркин демократлар партийиси (LDP) 29-синтәбир чаршәнбә күни сабиқ ташқий ишлар министири фумио кишидани йеңи рәһбәр қилип тәйинлигән.
Фумио кишиданиң алдимиздики дүшәнбә күнидики парламент йиғинидин кейин баш министир болидиғанлиқи ениқ бәлгилинидикән.
Фумио кишида японийә-хитай мунасивәтлириниң кәлгүсидә өзи тәшкилләйдиған һөкүмәттики әң муһим хизмәтләрниң бири болуп қалидиғанлиқини билдүргән. У илгири японийәдики уйғур паалийәтчиләрниму қобул қилип, уйғур мәсилисигә җиддий қарайдиғанлиқини билдүргән иди.
Ройтерс агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә мундақ дейилгән: “кишида японийәниң дөләт мудапийәсини күчәйтишкә, америка вә башқа шерикләр билән болған бихәтәрлик алақисини күчәйтишкә алаһидә әһмийәт беридикән. Кишида йәнә японийәниң деңиз қирғақлиридики мудапийәсини күчәйтишни, парламентта хитайниң уйғурларға қиливатқан муамилисини әйибләш қарари чиқиришни, шундақла уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийитини назарәт қилидиған баш министир ярдәмчиси тәйинләшни көзлимәктә.”
Хитайниң һөкүмәт авази болған “йәр шари вақти гезити” кишиданиң асасән муқимлишп қалған баш министирлиқ вәзиписигә қарита дәрһал инкас қайтуруп, бир парчә мақалә елан қилған. Улар мақалисида “хитайни дүшмән дәп қараштәк мәстанилиқ еғир ақивәтләрни елип келиду. Биз кишиданиң баш министирлиқ вәзиписини тапшурувалғандин кейин, хитайға қарши кәскин риқабәт линийәсини илгири сүрүшниң орниға, японийәниң хитайға қарши кәйпиятини пәсәйтишкә тегишлик ролини җари қилдурушини үмид қилимиз,” дегән.