Пәлсәпә доктори абдуреһим турсун һәм униң “дәсләпки оттура әсир уйғурлириниң пәлсәпиви пикирлири” намлиқ китаби (3 - )
2013.10.20
Пәлсәпә доктори абдуреһим турсунниң “дәсләпки оттура әсир уйғурлириниң пәлсәпиви пикирлири” намлиқ китабидики “уйғур иҗтимаий - пәлсәпиви пикриниң шәкиллинишиниң идийиви мәнбәлири” дәп атилидиған 2 - параграфида дәсләпки оттура әсир уйғурлири маканлашқан земинларниң улуғ йипәк йолиниң сиясий, иқтисадий, мәдәний һаятидики роли, диний етиқадлири, еғиз иҗадийити, календарлиқ әнәнилиридин ташқири йәнә көп әсирлик тарихқа игә миллий тебабити вә язма әдәбияти һәққидиму бай мәлуматлар кәлтүрүлгән.