Әхмәт игәмбәрди: мән шаһит болған уйғур қисмәтлири(10): түрмә һаятим
2023.03.23
Австралийәдә яшайдиған 86 яшлиқ пешқәдәм уйғур зиялийси әхмәт игәмбәрди өзи шаһит болған уйғур қисмәтлириниң муһим қисми сүпитидә өзиниң 1969-1979-йиллири арисидики 10 йиллиқ түрмә һаятини әсләп өтти.
Әхмәт игәмбәрдиниң сөзләп беришичә, уйғурлар, җүмлидин уйғур зиялийлири 1968-1970-йиллири арисида шәрқий түркистан хәлқ инқилаби партийәси намидики бир сиясий партийәниң рәһбәрликидә кәң көләмдә миллий азадлиқ күришигә атланған болуп, совет-хитай рәқиблик дәвридики бу һәрикәт ахирида компартийә һакимийити тәрипидин бастурулуп зор сандики уйғурлар түрмиләргә ташланған. Бир қисим башламчилар өлтүрүлгән, йәнә бир қисим кишиләр совет иттипақиға қечип кәткән. Әхмәт игәмбәрди әпәндиму әнә шу җәрянда қолға елинип зор сандики уйғур сиясий мәһбуслири билән еғир түрмә җаза муддәтлирини баштин кәчүргән.
Әхмәт игәмбәрди әпәнди ғулҗида қолға елинип, бир мәзгилдин кейин үрүмчигә елип келинип, сайбағдики җамаәт хәвпсизлик назарити түрмисигә соланған. Әнә шу җайда узун йиллиқ түрмә һаятини баштин кәчүргән.
Гәрчә буниңға 40 йилдин артуқ вақит өткән болсиму, әмма униң түрмидә тартқан азаблири, қәлб ярилири, җисманий җаза ярилири һазирғичә уни азаблимақта.
Программиниң тәпсилатни юқириқи аваз улинишидин аңлиғайсиләр.