Әхмәт игәмбәрди уйғур милләтпәрвәрлик әдәбияти вә миллий роһийити вәкиллиридин бири

Вашингтондин мухбиримиз үмидвар тәйярлиди
2024.03.28
exmet-igemberdi-kitab.jpg Уйғур милләтпәрвәр зиялийси әхмәт игәмбәрдиниң “һиҗран дәрди” намлиқ китабиниң муқависи.
Oqurmen Teminligen

Бу йил өзиниң 88 яшлиқини вә әдәбий иҗадийитиниң 70 йиллиқини күтүвалған талантлиқ әдиб, уйғур бүгүнки заман милләтпәрвәрлик шеирийитиниң байрақдарлиридин бири, сунмас милләтпәрвәр, 20-әсир уйғур сиясий вә мәдәнийәт тарих кәчмишлириниң шаһити дәп һесабланған әхмәт игәмбәрди әпәндиниң һаятиға йәнә бир зор мувәппәқийәт қошулди. Бу болсиму, апторниң 4 томлуқ талланма әсәрлириниң нәшр қилинишидур.

“әхмәт игәмбәрди талланма әсәрлири” ниң йоруқ көрүши чәт әлләрдики уйғур зиялийлири, милләтпәрвәрлири вә әдиблирини шадландурди. Чүнки, бу йәнә бир яқтин алғанда муһаҗирәттики уйғурларниң мәдәнийәт һаятидики зор йеңилиқлардин бири һесаблинатти.

Әхмәт игәмбәрди иҗадийитиниң 70 йиллиқи тошқанда униң мундақ зор иҗадийәт мевисиниң дуняға келишини алқишлиған түркийәдики пирофессор доктор, шаир султан мәхмут әпәнди чоңқур һаяҗан билән өзиниң буниңдин интайин хош болғанлиқини вә тәбрикини билдүрди.

Дуня уйғур язғучилири уюшмиси әхмәт игәмбәрди әпәндиниң 1954-йилидин башлап йезип елан қилған вә техи елан қилинмиған шеирлири, әдәбий обзорлири вә сиясий иҗтимаий мақалилирини топлап, “әхмәт игәмбәрди талланма әсәрлири” намида айрим-айрим китаб сүпитидә нәшр қилған болуп, китабни нәшргә тәйярлаш ишлириға баштин ахири әмгәк сиңдүргән вә әсәрләрниң тәһрирликини қилған голландийәдә турушлуқ уйғур шаири алимҗан мәтқасим әпәндиниң ейтишичә, бу әсәрләрни нәшргә тәйярлаш хели узун мусапини баштин кәчүргән. Әхмәт игәмбәрдиниң әсәрлириниң саниниң көплүки, түриниң һәр хиллиқи, йәни универсаллиқи, йезилиш вә елан қилиш вақтиниң узун җәрянни баштин кәчүргәнлики сәвәбидин барлиқ әсәрләрни топлаш, қайтидин бекитиш ишиға алаһидә күч сәрп қилинған.

Пирофессор султан мәһмуд әпәндиниң баһа беришичә, әхмәт игәмбәрди һазирқи заман уйғур милләтпәрвәрлик әдәбиятиниң вәкиллиридин бири. Шуниңдәк у көп қирлиқ талант игиси.

 Шаир алимҗан мәтқасимниң баһа беришичә, әхмәт игәмбәрди шеирлиридики атишин миллий роһ, йүксәк бәдиийлик, қайнақ тәпәккур, ләззәтлик сөз дурданилири уйғур милләтпәрвәрлик әдәбият нәмунилири хәзинисидики бибаһа гөһәрдур! униң шеирлириниң йәнә бир қиммити униң түрмиләрдә қан-яшлар вә үмид роһи билән йезилғанлиқидур.

Әхмәт игәмбәрди шеирлири вә дастанлирида уйғурларниң бир әсирдин артуқ вақиттин буян давамлишиватқан миллий мәвҗудийәт күришигә мунасивәтлик миллий роһ, миллий идийә, миллий қисмәтләр кишилик арзу-арман вә ғайиләр билән бирлишип кәткән. Униң публистикилиқ әсәрлири 1991-йили совет иттипақиниң йимирилип оттура асия мустәқил җумһурийәтлири қурулғандин кейин башланған. Бу, һәр хил әдәбий обзор, очерик вә сиясий һәм мәдәнийәт мәсилилири һәққидики баһа вә анализлардин ибарәттур. Әхмәт игәмбәрди 1980-йилларда австралийәгә көчүп чиқип муһаҗирәт һаятини башлиғандин буян уйғурларниң миллий кимлики вә сиясий һоқуқлири үчүн болған паалийәтлирини һечқачан тохтатмиған. Дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйсаниң баһа беришичә, әхмәт игәмбәрди өзиниң узун йиллиқ һаятини уйғур миллий дәвасиға вә күришигә беғишлиған, бу йолда түрмиләрдә ятқан, түрлүк бесимларға учриған, әмма ирадиси һечқачан сунмастин, өз йолини давамлаштурған. У, чәт әлләрдики уйғур дәвасиниң пешвалири вә йетәкчилиридин биридур.

Муһаҗирәттики уйғур милләтпәрвәрлик шеирийити вә әдәбиятида әнә шу муһаҗирәт башланған 1949-йиллардин кейинки муһәммәд имин буғра, саттар булбул вә башқилардин, 1955-1960-йилларда оттура асияға көчкән зия сәмәди, долқун ясин қатарлиқ 100 лигән әдибләрдин, 1980-йиллардин кейинки ғәрб дунясиға һиҗрәт қилған әхмәт игәмбәрди, зәйнурә әйса вә башқилардин, 1990-2000-йиллардин кейинки муһаҗирәт һаятини арқиму-арқидин башлиған әдибләрдин бир линийә түзүш мумкин. Дуня уйғур язғучилири уюшмисиниң рәиси шаир абдушүкүр муһәммәд имин “әхмәт игәмбәрди әнә шу линийә үстидә парлап туридиған милләтпәрвәр әдибтур” дәйду. Униң қаришичә, әхмәт игәмбәрди талланма әсәрлири униң иҗадийитиниң әң юқири пәллиси вә мол мевисидур.

Әхмәт игәмбәрди, 1936-йили гучуңда туғулған, өсмүрлүк дәвридә үрүмчигә көчүп келип үрүмчидә иккинчи дарилмуәллимини вә арқидин шинҗаң институтини, 1957-1962-йили ташкәнттики оттура асия университетини оқуп пүттүргән. “тарим” журнилида тәһрир болған, әмма 1979-1969-йиллири “әксилинқилабчи” дегән аталмиш җинайәт билән 10 йиллиқ түрмә вә әмгәк билән өзгәртиш мәйданини баштин кәчүргән, 1985-йили австралийәгә көчүп келип вәтәнсизлик, муһаҗирәт һаятини башлиған. Униң тунҗи шеири 1954-йили үрүмчидики әң нопузлуқ журнал “шинҗаң әдәбият сәнити” дә елан қилиниш билән әдәбий иҗадийәт сепигә рәсмий киргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.