Әхмәт игәмбәрди: мән шаһит болған уйғур қисмәтлири (16) : миллий роһи озуқ яратқан зиялийлар

Вашингтондин мухбиримиз үмидвар тәйярлиди
2023.06.15
Әхмәт игәмбәрди: “мән шаһит болған уйғур қисмәтлири” ( 1) 1950-Йиллардики әхмәт игәмбәрди қатарлиқ уйғур зиялийлири вә язғучилири. “тарим” журнили. 1961-Йили, үрүмчи.
Photo: RFA

 Австралийәдә яшайдиған 86 яшлиқ пешқәдәм уйғур зиялийси, шаир әхмәт игәмбәрди әпәнди өзи шаһит болған уйғур қисмәтлири һәққидики ағзаки тарихий баянлириниң бу қетимлиқ қисмида өзиниң 1980-йилларда түрмидин чиққандин кейин шаһит болған уйғур зиялийлири, язғучи-шаирлири вә мәдәнийәт әрбаблириниң юқири қизғинлиқ билән иҗадийәткә киришкәнликини баян қилди. Әхмәт игәмбәрди уларниң уйғур мәдәнийитидә вә миллий роһиниң күчийишидә раваҗлиниш басқучи яратқанлиқини тәкитлиди.

 Әхмәт игәмбәрди 1979-йили 10 йиллиқ түрмә һаятини ахирлаштуруп, җәмийәткә қайтип келип, “мирас” журнилида тәһрир болуп ишлиди вә әдәбий иҗадийәткә киришти.

Униң ейтишичә, 1978-1979-йили хитай компартийәсиниң мәдәнийәт инқилабини қарилиши, әйиблиши билән пүтүн хитай бойичә “чоң тәкшүрүп ениқлаш” елип берип увал қилинғанларни ақлаш, хизмитини әслигә кәлтүрүш, зиялийларға мәлум дәриҗидә әркинлик беришкә киришкәндә бу сиясәт уйғур елигә кечикип кәлгән болсиму, лекин хели көп зиялийлар ақлинип улар хизмәт орунлириға қайтип кәлгән.

 Әхмәт игәмбәрдиму әнә шу сиясәтниң нәтиҗисидә әркинликкә еришкәниди.

Мана шу 1980-йилларда сиясәтниң бираз “юмшиған” пәйтлиридә уйғур әдәбият-сәнитидә, мәдәнийитидә бир тез җанлиниш мәнзириси шәкилләнгән болуп, абдурәһим өткүр, турғун алмас, һаҗи яқуп, ибраһим мутий, мирсултан османоф, имин турсун вә башқа нурғун кона зиялийлар шуниңдәк мәмтили зунун, зордун сабир вә башқа йеңи дәвр әдиблири вә тәтқиқатчилири наһайити актип йезиқчилиқ қилиш, тарихий илмий әсәрләрни елан қилиш вә әдәбий иҗадийәткә актип киришишкә башлиғаниди. Нәтиҗидә, қисқа вақит ичидә аҗайип бир җанлиниш вә гүллиниш мәнзириси шәкилләнди. Лекин, хитай һөкүмити һаман өз назаритини давамлаштурғаниди. Бу, зиялийлар өзлири еришкән бу пурсәтни чиң тутуп, интайин юқири қизғинлиқ билән иҗадийәткә киришкәниди.

Униң үстигә 1980-йилларда мәһмуд кашиғәри вә йүсүп хас һаҗипларниң әсәрлириниң уйғур тилида чиқирилиши, уларниң қәбрилириниң тепилип бекитилиши, ибраһим мутиий, абдуреһим өткүр, абдушүкүр муһәммәд имин, турғун алмас, әхмәт зияий, турди самсақ вә башқа зиялийлар, алимлар һәм язғучиларниң уйғур тарихи вә мәдәнийити һәққидики тәтқиқат әсәрлири, тарихий роман-повестлири һәммә башқилар уйғурлар арисида тарих қизғинлиқини вә өз миллитидин пәхирлиниш роһини қозғатти. Буларниң һәммиси уйғур миллий идийәси вә еңиниң күчийишидә муһим асас селиш вә илгирилитиш ролини ойниди.

Әнә шу 1980-йиллар әмәлийәттә уйғур миллий идийәсиниң қайта күчәйгән вә кейинки 1990-2000-йилларға роһи озуқ вә асас салған дәври болғаниди.

 

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.