Әхмәт игәмбәрди: мән шаһит болған уйғур қисмәтлири: мән ташкәнттә ғени батурни көргән (19)
2023.09.21

Австралийәдә яшайдиған 86 яшлиқ пешқәдәм уйғур зиялийси, шаир әхмәт игәмбәрди әпәнди өзи шаһит болған уйғур қисмәтлири һәққидики ағзаки тарихий баянлириниң бу қетимлиқ қисмида 1950-йилларда ташкәнттә оқуш җәрянида ғени батур қатарлиқ уйғур елидин совет иттипақиға көчүп чиққан уйғурларни көргәнлики вә уларниң қалдурған тәсирлири һәққидә тохталди.
Әхмәт игәмбәрдиниң ейтишичә, 1955-йилидин башлап нурғун уйғурлар совет иттипақиниң оттура асия җумһурийәтлиригә келип орунлишишқа башлиғаниди. Буларниң ичидә ғени батур баш болуп, хели көп уйғурлар өзбекистанниң ташкәнт шәһиригә йәрләшкән иди. 1958-1962-Йиллири арисида бир қисим уйғурлар даим ташкәнт оттура асия университетида оқуватқан уйғур оқуғучилар туруватқан йәргә келип улар билән көрүшүп туратти. Уларниң бир қисми ғени батур, асим бақи қатарлиқ шәрқий түркистан инқилабиниң қатнашқучилири болуп, улар өзлириниң инқилаб һаяти, инқилаб рәһбири әхмәтҗан қасими һәққидики тәсиратлири вә башқилар һәққидә сөзләп берәтти.
Хитай һөкүмити 1950-йилларда ташкәнткә үч түркүмдә 108 оқуғучини оқушқа әвәткән болуп, уларниң көпи оттура асия университетида оқуғаниди. Йәнә бир қисим оқуғучилар москва вә башқа шәһәрләрдики алий мәктәпләрдә оқуди. Әхмәт игәмбәрди хитай һөкүмитиниң немә үчүн мунчә көп уйғурларни оқушқа әвәткәнликиниң сәвәблири һәққидә тохталди.