Мәшһур тарихчи вә түрколог гумулийев әнқәрәдә хатирләнди

Даңлиқ рус түрколог, тарихчи вә шаир лев гумулийевниң дуняға кәлгәнликиниң 100 - йиллиқи мунасивити билән түркийиниң пайтәхти әнқәрәдә “гумулийев вә униң түркологийә саһәсидики мираси” мавзулуқ илмий муһакимә йиғини чақирилди.
Мухбиримиз әркин тарим
2012.12.23
gumuliyew-enqerede-xatirlendi-305.jpg Мәшһур тарихчи вә түрколог гумулийевни хатирләш йиғинидин бир көрүнүш
RFA/Erkin Tarim


21 - Декабир күни әнқәрә риксос меһмаханисида өткүзүлгән бу хәлқара йиғинға русйә федератсийиси, қазақистан вә түркийидин болуп 15 тарихчи вә түрколог қатнашти. Йиғинниң ечилиш нутқини бу йиғинни уюштурған түркийә тарих тәтқиқат идариси мудири проф. Др. Мәмәт мәтин һүлагү әпәнди, қазақистан лев гумилийев явро - асия университети мудири проф. Др. Әрлан сидиқов вә хәлқара түркий милләтләр мәдәнийәт тәшкилатиниң мәсули дүсән касейнов әпәндиләр қилди. Бир күн давамлашқан бу илмий муһакимә йиғинида 15 түрколог вә тарихчи, лев гумулийевниң һаяти, тарих тәтқиқатидики орни вә гумулийевниң әсәрлири тоғрисида тәйярлиған илмий мақалилирини оқуп өтти.

Гумилев өз һаятида “қәдимки түркләр”, “һонлар”, “каспий бойиниң 3 миң йиллиқи” қатарлиқ көплигән әсәрләрни язған һәмдә “явро - асия идийиси”ни мәйданға чиқарған. Униң тәтқиқатлирида қәдимки уйғурларниң тарихиму муһим салмақни игиләйду,. У, уйғурларниң мәдәнийәт вә сиясәт җәһәттики төһписигә юқири баһа бәргән рус алими иди.

Төвәндә бу һәқтә әркин тарим тәйярлиған мәхсус программимизни аңлаңлар

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.