1944 - Йили, 7 - ноябир күни таң сәһәрдики 1 - пай оқ (4)

Мухбиримиз үмидвар
2013.11.13
Xemit-Kenjibayef-xemit-kenji.jpg Сабиқ миллий армийә майори хәмит кәнҗибайәф.
RFA

91 яшлиқ тарихий шаһид, сабиқ миллий армийә баш қоманданлиқ шитабиниң офитсери, майор хәмит кәнҗибайеф өз әслимилиридә 1944 - йили, 7 - ноябир күни инқилабниң 1 - пай оқи етилған вәқәләрни әсләп өтти.

Буниңдин 69 йил илгирики 11 - айниң 6 - күнидин 12 - күнигичә болған арилиқта ғулҗа хәлқи қозғилип, илгири - кейин ғулҗа шәһириниң көп қисимини азад қилип, 12 - ноябир күни шәрқий түркистан җумһурийити вақитлиқ һөкүмитини қурған иди.

7 - Ноябир күни таң сәһәрдә абдукерим аббасоф башлиған бир гуруппа или сақчи идарисиниң башлиқи лю биндени етип өлтүрүш билән қозғилаң башланди.

Тарихий мәлуматларға асасланғанда, 1944 - йили, 4 - айда ғулҗида қурулған мәхпий “азадлиқ тәшкилати” тәрипидин 10 - айда совет иттипақиға қорал елип келиш үчүн әвәтилгән абдукерим аббасоф 6 - ноябир күни петир александроп башчилиқидики бир қисим партизанларни башлап, мәхпий һалда ғулҗиға йетип келип, ғулҗа шәһиридики үч дәрваза қатарлиқ җайларға орунлишиду. Шу күни таң сәһәрдә азадлиқ тәшкилатиниң әзалири билән бирликтә қозғилаңға қоманданлиқ қилиш шитаби қурулиду. Дәсләпки қозғилаң шитаби бойичә абдукерим аббасофқа или сақчи идарисиниң башлиқи, шең шисәй вә гоминдаңниң уйғур қатарлиқ һәр милләт затлирини тутқун қилиш вә өлтурушидә хизмәт көрсәткән лю биндени өлтүрүш буйруқи бериду.

Абдукерим аббасоф өзи билән икки ярдәмчисини башлап, лю бинде турған өйниң алдиға берип, уни тутуш вә яки өлтүрүш оператсийисигә киришиду. Нәтиҗидә, у башлиған гуруппа лю биндени нәқ мәйданда йоқитиш билән ғулҗа қозғилиңиниң 1 - пай оқини етип, 1944 - 1949 - йиллиридики миллий азадлиқ һәрикитиниң муқәддимисини ачиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.