“қәшқириниң тарихчи нәвриси решат гәнч мақалилар топлими” намлиқ китаб әнқәрәдә нәшир қилинди
2015.05.25

Қараханийлар дәвриниң тарихини тәтқиқ қилғучи, ғази университетиниң оқутқучиси проф. Др. Решат гәнчкә атап “қәшқириниң тарихчи нәвриси рәшат гәнч мақалилар топлими”намлиқ китаб әнқәрәдә нәшир қилинди. Түркийә түрк күлтүрини тәтқиқ қилиш иниститути тәрипидин нәшир қилинған китабниң тәһрирликини ғази университети тарих оқутқучиси проф. Др. Мәмәт шаһингөз қилған китабға уйғур вә қараханилар мәзгилигә аит 20 парчә мақалә киргүзүлгән.
Проф. Др. Решат гәнч әпәндиниң “қараханиларниң дөләт тәшкилати” намлиқ китаби 1990 - йили үрүмчидә уйғур тилида нәшир қилинған иди. Мәзкур китабни турсунай сақи билән турсун һошур тәрҗимә қилған болуп, әсәрдә қараханилар дөлитиниң дөләт түзүми баян қилинған. Решат гәнч әпәндиниң һазирғичә қараханилар мәзгилигә аит көп санда китаб вә мақалилири нәшир қилинған.
Ундақта проф. Др. Решат гәнч әпәнди ким?
Решат гәнч 1941 - йили түркийә йозғат наһийисидә туғулған. 1955 - Йили у, өз наһийисидә мәктәпни пүттүрүп, қәйсәридә пинарбаши наһийисидә оқутқучилиқ қилған. 1961 - Йили әнқәрә университети тил вә тарих - җуғрапийә факултетиниң тарих кәспидә оқушқа башлиған.
1974 - Йили мартта, у, “түркий тиллар диваниниң муәллипи мәхмут қәшқириниң қаришичә 11 - әсирдики түркий әллириниң сиясий, етник, иҗтимаий вә мәдәнийәт һалити” дегән дессиртатсийә билән әдәбият докторулуқ унвани алди.
“қараханиларниң дөләт тәшкилати” намлиқ китаби билән 1980 - йили апрелда дотсент болди. 1986 - Йили ноябирда профессор болди. 1986 - Йили декабирда ғази университетиниң педагогика факултетиниң мудирлиқиға тәйинләнди. У, йәнә түркийә баш министирлик тармиқидики ататүрк күлтүр, тил вә тарих йүксәк тәтқиқат идарисиниң мудири вә түркийәниң қирғизистандики манас университетида мудирлик вәзиписини өтигән.
Проф. Др. Решат гәнчниң қараханилар тарихини тәтқиқ қилишқа қошқан төһписи немә? уйғур тилиға тәрҗимә қилинған “қараханиларниң дөләт тәшкилати” намлиқ китаби уйғурларниң қараханилар тарихи тоғрисида мәлуматқа игә болушқа қандақ төһпиләрни қошқан?