“тарих вә бүгүн” (2013 - йили 12 - айниң 15 - күни)
2013.12.15
Тарих вә бүгүн прогрмамамизниң 15 - декабирдики санида мәрһум уйғур композитори мурат насирофниң йәнила уйғурлар тәрипидин әслиниватқанлиқи, түркийә алимлириниң моңғулийидә елип бериватқан қәдимки түрк қәбристанлиқлирини қезиш паалийитиниң әһмийити һәққидики программилар диққитиңларда болиду.
Мурат насирофни йәнила уйғурлар өзлири әслимәктә
Үмидвар һазирлиди
Алмута уйғур яшлири 19 - январ күни алмута шәһиридики уйғурлар топлишип олтурақлашқан заривастока мәһәллисидики мусулманлар қәбристанлиқиға дәпнә қилинған атақлиқ уйғур нахша чолпини вә композитори мурат насирофниң мәқбәриси алдиға топлинип, униң уйғур мәдәнийитигә қошқан төһписини яд етиш паалийити уюштуруш һәққидә чақириқ қилған. Бу чақириқ, қазақистан уйғур яшлириниң тор бетидә елан қилинди.
Мурат насироф 1969 - йили, алмута шәһиридә туғулған. У 1991 - йилидин таки 2007 - йилиғичә москвада оқуған вә сәнәт саһәсидә әң мәшһур чолпанларниң бири сүпитидә тонулған иди. Униң нахшилири 90 - йилларда пүтүн мустәқил дөләтләр һәмдостлуқи вә чәтәлләрдә яңриған болуп, илгири - кейин 5 албоми нәшир қилинған.
Мурат насироф 2007 - йили, 1 - айниң 19 - күни москвадики өйиниң балконидин чүшүп кетип 38 йешида вапат болғандин кейин алмутиға елип келинип, зария вастока мәһәллисидики қәбристанлиққа, дадиси исмаил насирофниң йениға дәпнә қилинған иди.
Мурат насирофниң өлүми әйни вақитта пүтүн русийини зилзилигә салған болуп, униң өлүминиң сирлиқ өлүм икәнлики һәққидиму пикирләр мәйданға чиққан иди. Бу йил 1 - айниң 19 - күни мурат насироф вапатиға 6 йил тошиду.
Моңғулийидин тәпилған қәдимки қәбриләр вә ядикарлиқлар һәққидә
Бу һәқтә әркин таримдин аңлаңлар
Түркийә алимлири моңғулийидики қәдимки түрк вә уйғур қағанлиқи пайтәхти җайлашқан орунлардин бир қисим қәбриләрни тапқан болуп, бу қәбриләрдин бәзи қәдимий буюмларму байқалған. Туркийә алимлири бу қәбриләрниң бәзилириниң кимгә тәвә икәнликиниму пәрәз қилишқан.
Бу һәқтә түркийә мәтбуатлирида мақалилар вә учурлар тарқилишқа башлиған.