Унтулмиған шәхсләр: тохти қурбан-шәрқий түркистан хәлқ инқилабий партийәсиниң рәиси

Мухбиримиз үмидвар
2022.09.08
Унтулмиған шәхсләр: тохти қурбан-шәрқий түркистан хәлқ инқилабий партийәсиниң рәиси Шәрқий түркистан хәлқ инқилаби партийәсиниң рәиси тохти қурбан. (1924-1970)
Photo: RFA

Йеқиндин буян иҗтимаий таратқуларда австралийәдә турушлуқ пешқәдәм уйғур милләтпәрвәр зиялийси, тонулған шаир әхмәт игәмбәрдиниң атақлиқ уйғур журналисти вә сиясий күрәш йетәкчиси тохти қурбан һәққидики әслимиси тарқалди. Тарихий мәлуматларға қариғанда тохти қурбан 1960-йилларда уйғур елиниң җәнуб-шималида кәң көләмдә һәрикәт қилған шәрқий түркистан хәлқ инқилабий партийәси дәп аталған сиясий партийәниң рәиси болуп, у вә мәзкур тәшкилатниң көп сандики әзалири, рәһбәрлири 1968-1970-йили арисида қолға елинип, тохти қурбан 1970-йили 5-айда бирқисим сәпдашлири билән бирликтә хитай һакимийити тәрипидин үрүмчидә өлүм җазасиға һөкүм қилинип етип өлтүрүлгән.

Әхмәт игәмбәрди тохти қурбанни “улуғ муҗаһид вә шәрқий түркистан инқилабиниң қәһримани, атақлиқ журналист, уйғур зиялийлириниң гүлтаҗиси” дәп атайду.

Тохти қурбан әслидә, йәни 1950-йиллардин 1960-йилиғичә уйғур дияридики әң чоң гезит- “шинҗаң гезити” ниң муавин мудири, баш муһәррири болуп ишлигән болуп, униң хәлқ ичидики, болупму зиялийлар арисидики инавити наһайити юқири иди.

Тохти қурбанни яхши билидиған вә униң билән сөһбәтдаш болған һазир истанбулда яшайдиған профессор султан махмут әпәндиниң әслишичә, тохти қурбан наһайити билимлик, пәлсәпиви тәпәккурға игә, милләтпәрвәр, мәрданә киши иди. У, хитай компартийәсиниң уйғур елидики бәзи сиясәтлирини ашкара тәнқидлигәнлики вә қарши чиққанлиқи үчүн “оппортунист” дәп атилип 1960-йили “шинҗаң гезити” ниң башлиқилиқ вәзиписидин елип ташланған.

Тохти қурбан 1924-йили үрүмчидә туғулған башланғуч вә оттура мәктәпләрни үрүмчидә оқуп, 1940-йилларда шинҗаң институтида лутпулла мутәллип, турғун алмас қатарлиқлар билән бирликтә савақдаш болуп оқуған. Әхмәт игәмбәрди әпәндиниң ейтишичә, тохти қурбан 1945-1946-йиллири үрүмчидә хитай һакимийитигә қарши мәхпий паалийәтләрни елип барған вә түрмигә ташланған.

Профессор султан махмутниң ениқлишичә, тохти қурбан 1949-йили үрүмчидә йәнә 4 мәхпий тәшкилатни бирләштүргән яшлар тәшкилатиниң башлиқи болуп, хитай гоминдаң һакимийитигә қарши күрәшниң йетәкчисигә айланғаниди.

Шәрқий түркистан хәлқ инқилаби партийәсиниң хитайниң аталмиш мәдәнийәт инқилаби дәвридә елип барған паалийәтлири, униң үрүмчи, қәшқәр, ғулҗа вә башқа җайлардики һәр қайси қатламда кәң һәрикәт елип барғанлиқи, мәзкур тәшкилатқа һәтта уйғур аптоном райониниң бирқисим юқири вә оттура дәриҗилик кадирлириниңму қатнашқанлиқи хитай компартийәси тәрипидин йеқинқи вақитларда елан қилинған китаблардиму ашкариланғаниди. Хитай тарихчилиридин ма даҗең вә чен чав қатарлиқларниң китаблирида қәйт қилишичә, тохти қурбан 1960-йилларда “шәрқий түркистан хәлқ инқилабий партийәси” ни бәрпа қилип униң рәиси болған. Чен чавниң йезишичә, 1968-йили 2-айда илгири қурулған “уйғуристан хәлқ инқилабий партийәси” рәсмий түрдә “шәрқий түркистан хәлқ инқилабий партийәси” болуп қурулған болуп, тохти қурбан бу партийә мәркизий комитетиниң рәиси иди. Мәзкур партийәниң нишани “шәрқий түркистан җумһурийити қуруш” болуп, униң низамнамиси, партийә бәлгиси, партийә байриқи, программиси вә тәшкили кеңийиш пилани бар иди. Мәзкур партийә 1969-йили үрүмчи, қәшқәр, или, алтай, бортала қатарлиқ җайларда комитет вә шөбә комитети, ячейка болуп, 78 орган қурған. Бәзи мәнбәләрдә униң әзалири 60 миңдин ешип кәткән. 1968-Йили 6-айдин башлап хитай даирилири тохти қурбан қатарлиқ мәзкур партийәниң башлиқлири вә әзалирини тутушни башлиған болуп, султан махмут әпәндиниң ейтишичә, 1970-йили, 5-айда тохти қурбан башлиқ бирқисим кишиләргә үрүмчидә коллектип һалда өлүм иҗра қилған.

Әхмәт игәмбәрдиниң ейтишичә, хитай даирилири 1968-1970-йиллири кәң көләмдә тутқун елип барған болуп, тутулғанларниң сани наһайити көп иди. Әнә шу қетимда шәрқий түркистан хәлқ инқилабий партийәсиниң рәиси, атақлиқ уйғур журналисти тохти қурбан, нияз өмәр қатарлиқлар үрүмчидә өлтүрүлгәндин башқа йәнә ғулҗа вә башқа җайлардиму йәнә бир қисим зиялийлар етип ташланған.

Әйни вақиттики шинҗаң университетиниң оқутқучиси профессор султан махмут әпәндиниң ейтишичә, тохти қурбан қатарлиқ өлтүрүлгән ашу күнләрдә уйғур аптоном райони муавин рәиси, сабиқ шәрқий түркистан җумһурийити армийәси полковники муһәммәд имин иминоф, ш у а р муавин рәиси, сабиқ шәрқий түркистан “иттипақ” тәшкилати мәркизий комитети вақитлиқ рәиси әснәт исһақоф қатарлиқларму шу қетимда “шәрқий түркистан хәлқ инқилабий партийәси” ниң “пәрдә арқисидики рәһбәрлири” дәп қарилип тутқун қилинип, сирлиқ түрдә һаятидин айрилған. Хәлқ ичидә улар түрмидә йошурун өлтүрүлди дегән гәп-сөзләр тарқалған.

Хитай һөкүмити тәрәпниң материяллирида шу қетимда 1165 нәпәр шәрқий түркистан хәлқ инқилаби партийәси әзасиниң қолға елинип, униң 234 нәпириниң қанун бойичә биртәрәп қилинғанлиқи қәйт қилиниду. Шуниңдәк бу материялларда шәрқий түркистан хәлқ инқилаби партийәсиниң “мәдәнийәт инқилаби дәвридики” әң чоң вә әң кәң бир мәхпий тәшкилат болғанлиқи, һәтта буниң “җәнубий шинҗаң шөбиси” ниң башлиқи ахуноф, миҗит қатарлиқ кишиләрниң башчилиқида 1969-йили 8-айда бир мәйдан қораллиқ қозғилиш болуп, бастурулғанлиқи етирап қилиниду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.