Хәмит кәнҗибайеф: 1944 - 1949 - йиллири руслар уйғурлар билән бир сәптә җәң қилған
2013.10.20
1944 - 1949 - Йиллиридики миллий азадлиқ инқилабниң қатнашқучиси, сабиқ миллий армийә майори хәмит кәнҗибайеф бу йил 91 яшқа кирди. Хәмит кәнҗибайеф әпәнди һазир қирғизистанниң пайтәхти бишкәк шәһиридә яшимақта.
Хәмит кәнҗибайеф башланғуч вә оттура мәктәп тәрбийисини ғулҗа шәһиридики рус башланғуч мәктипи вә рус гимназийисидә алған болуп, рус гимназийисини пүттүргәндин кейин уйғур мәктипидә оқутқучи болған.
У, 1944 - йии, 11 - айда миллий инқилаб партлиғанда инқилабқа қатнашқан һәм ақсудики урушларда болған. 1945 - 1949 - Йиллири арисида миллий армийә баш қоманданлиқ шитабида 4 йил хизмәт қилип, майор унваниға еришкән иди.
Хәмит кәнҗибайеф рус тилини яхши билгәнлики үчүн совет иттипақидин кәлгән офитсерлар вә ғулҗидики руслардин йетишип чиққан офитсерлар билән йеқин алақиларда болған иди. Униң ейтишичә, ғулҗидики руслар миллий инқилабқа актип қатнишип, уйғурлар билән бир сәптә җәң қилған.
Әслидә уйғур елидики бу руслар 20 - әсирниң бешида совет русийисигә қарши күрәш қилип қечип кәлгәнләр вә уларниң пәрзәнтлири болуп, мәзкур руслар 1931 - 1934 - йиллири җин шурен вә шең шисәй тәрипидин ишқа селинип, уйғур қозғилаңчилирини бастурушқа қатнашқан иди, әмма, бу қетим улар уйғурлар билән бир сәптә туруп шәрқий түркистан җумһурийитини қурушқа қатнашқан.
Диққитиңлар өз мухбиримиз үмидвар һазирлиған хәмит кәнҗибайефниң инқилаб әслимисигә аит сөһбәтләрниң давамида болсун.