Түркийәдә уйғурлар өзи йетиштүргән қоғун базарға селинди
2014.08.29

Уйғур елидин йеңи чиққан уйғурлар түркийәдә “уйғур қараханли қоғуни” маркисида қоғун йетиштүрүп базарға салди.
Бу қоғунларни аббас керимоғлу вә абдулла қатарлиқ уйғурлар түркийәниң маниса вилайити қириқағачлар наһийисидин иҗаригә алған йәргә, турпандин елип кәлгән қоғун уруқини териш арқилиқ йетиштүргән икән.
Аббас кәримоғлуниң ейтишичә, қоғунниң маркиси “уйғур қараханли қоғуни” дәп қоюлған болуп, бу уйғурларни түркийәдә тонутуш үчүн наһайити муһим рол ойнайдикән.
Бу һәқтә көз қаришини ипадилигән шәрқий түркистан паалийәтчиси вә тәтқиқатчи һамут көктүрк әпәнди, уйғурлар узун йиллардин бери түркийәдә тиҗарәт қиливатқан болсиму, тонулған бир марка тиклийәлмигәнликини, “уйғур қараханли қоғуни” маркиси билән уйғур қоғуниниң базарға селиниши билән келәчәктә буниң уйғур маркиси болуп тонулидиғанлиқини чүнки бу қоғунниң түркийәдә рәқиби йоқлуқини баян қилип өтти.
У, сөзидә йәнә уйғурларниң тиҗарәт қилиши үчүн түркийәдә көп әвзәлликләрниң мәвҗутлуқини тәкитләп өтти.