Нурмәмәт мусабай: “12-декабир уйғур оқуғучилар һәрикити” яшлиқ хатирәмдики әң ярқин әслимә (2)
2016.12.13

Уйғур һазирқи заман тарихидики көлими зор, тәсири чоңқур болған дәвр бөлгүч зор вәқә дәп баһа берилидиған 1985-йилидики “12-декабир уйғур оқуғучилар һәрикити” өз нөвитидә йәнә 1980-йиллардики дуня коммунизм лагерида көрүлгән әң дәсләпки демократик һәрикәтләрниң бири дәп һесаблиниду.
12-Декабир уйғур оқуғучилар һәрикитиниң әйни чағдики йетәкчилиридин нөвәттә америкида яшаватқан тәҗрибилик уйғур паалийәтчиси нурмәмәт мусабай әпәнди 12-декабир әслимилириниң яшлиқ хатирисидики әң һаяҗанлиқ ярқин әслимиләр икәнликини аңлатқан иди.
Бүгүн мухбиримиз гүлчеһрәниң, нурмәмәт мусабай әпәнди билән елип барған сөһбити, әнә шу оқуғучилар һәрикитиниң қозғилишиға сәвәб болған амиллар, оқуғучилар вәкиллириниң әйни чағдики уйғур аптоном райони һөкүмәт рәһбәрлири билән елип барған сөһбәттә оттуриға қойған асаслиқ тәләплири вә қандақ җавабланғанлиқи даирисидә давам әтмәкчи.
Сөһбитимиз ахирида йәнә, нурмәмәт әпәндиниң “бир җәмийәт вә дәвр, шу дәврниң студентлиридин немиләрни күтиду?” дегән темида қилған қиммәтлик сөзлирини оттуриға қойди.
Юқиридики аваз улинишидин программиниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.