“5-феврал ғулҗа вәқәси вә мән” (2)
2014.01.30

Һәммигә мәлум 5-феврал ғулҗа вәқәсиниң алдинқи басқучлири ғулҗа мәшрәплири һесаблиниду. Уйғур яшлириниң хитай һөкүмитигә наразилиқ билдүрүп намайиш қилишиға дәл хитай һөкүмитиниң йоллуқ мәшрәпләрни қаттиқ бастуруп тосқунлуқ қилғанлиқи сәвәб болди.
5-Феврал ғулҗа вәқәсиниң алдида, кәң даиридә омумлишип давам қилған уйғур яшлириниң мәшрәп паалийәтлиридә, сәһниләрдә хәлқниң аһу- зари, арзу арманлири һәмдә наһәқчиликкә болған наразилиқлири, уйғур яшлириниң наһәқчиликкә болған исянкар роһини сатирик тили арқилиқ мәйданға елип чиқип, чақчақ, итот вә епизотлири билән хәлқниң бир қанчә йил қизғин алқишқа еришикән вә яриланған қәлбигә бир мәһәл мәлһәм болған хәлқ сәнәткари, һазир германийәдә паалийәт елип бериватқан аблимит турсун әпәнди, зияритимизни қобул қилип, 5-феврал ғулҗа вәқәсиниң қалдурған 17-йиллиқ өчмәс хатирилирини әсләп өтти.
Юқиридики аваз улинишидин, мухбиримизниң “5-феврал ғулҗа вәқәси вә уйғурлар” темисида аблимит турсун әпәнди билән елип барған сөһбитигә иштирак қилғайсиләр.