Мюнхенда хитайға қарши намайиш өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2019.02.06
germaniye-namayish-2019-5-fewral-1.jpg “5-феврал ғулҗа вәқәси” ниң 22 йиллиқини хатириләш мунасивити билән мюнхен шәһиридә өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2019-Йили 6-феврал, германийә.
RFA/Ekrem

Мюнхендики хитай консулханиси алдида “5-феврал ғулҗа вәқәси” ниң 22 йиллиқини хатириләш намайиши өткүзүлди.

6-Феврал чүштин кейин саәт 15:00 да хитайниң мюнхендики консулханиси алдида намайиш өткүзүлүп, “5-феврал ғулҗа вәқәси” ниң 22 йиллиқи хатириләнди вә хитайниң җаза лагерлириға қарши шоарлар товланди.

Д у қ ниң тәшәббуси билән “5-феврал ғулҗа вәқәси” ни хатириләш паалийәтлири 2-февралдин буян дуняниң һәрқайси әллиридики уйғурлар мәркәзлишип олтурақлашқан дөләтләрдә охшимиған шәкилләрдә елип берилмақта иди. Бүгүн мәркизи мюнхен шәһиридики “явропа шәрқий түркистан бирлики” ниң уюштуруши билән уйғурлар вә түрк җамаитиниң иштиракида йәнә бир қетим хитайға қарши намайиш өткүзүлди.

Д у қ ниң явропаға мәсул вәкили, “явропа шәрқий түркистан бирлики” ниң рәиси әсқәрҗан әпәнди намайиш муқәддимисидә нутуқ сөзләп, “5-феврал ғулҗа вәқәси” ниң йүз бериш җәряни вә хитайниң нөвәттә уйғур диярида елип бериватқан бастуруш сиясити һәмдә җаза лагерлири тоғрисида герман җамаитигә мәлуматлар тәқдим қилди шундақла айрим зияритимизни қобул қилип өз пикрини шәрһлиди.

Бу намайишқа аваз қошқан д у қ ниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди нәқ мәйданда зияритимизни қобул қилғанда “5-феврал ғулҗа вәқәси” ни хатириләш паалийәтлириниң муһаҗирәттики уйғурлар арисида 22 йилдин буян давам қилип келиватқанлиқини вә йәнә давамлишидиғанлиқини тилға алди.

2-Февралдин башлап, мәркизи германийәниң көлн шәһиридә болған “миллий гөрүш” тәшкилатиниң д у қ билән һәмкарлишип уюштуруши билән явропадики 10 дин артуқ дөләттә хитайниң җаза лагерлириға қарши намайишлар тәшкилләнгән вә һелиму давам қилмақта иди. Түрк һәм ислам әллири хәлқиниң уйғурлар мәсилисигә игә чиқишқа тиришиши, хитайниң җаза лагерлириға қарши оттуриға чиқип ипадә билдүрүши уйғурларға зор җасарәтләр бәхш әткән. Д у қ рәһбәрлириниң билдүрүшичә, йеқин кәлгүсидә хитайға қарши пүтүн дуня миқясида зор көтүрүлүшләр барлиққа келидикән.

Д у қ диний ишлар комитетиниң мудири, “шәрқий түркистан өлималар бирлики” ниң муавин рәиси турғунҗан алавудән әпәнди намайиш мәйданида зияритимизни қобул қилип, өзиниң қарашлирини баян қилип өтти. Униң тәминлигән учурлириға асасланғанда әрәб ислам әллиридиму алдимиздики айларда хитайға қарши зор көләмлик намайишлар тәшкиллинидикән.

Қурултай рәһбәрлиридин игилишимизчә, д у қ әрәб йерим арили, шәрқий-җәнубий асия, оттура асия вә явропа әллиридики түрк, ислам тәшкилатлирини паал һәрикәткә кәлтүрүш үчүн күч чиқириватқан болуп, 2019-йили дуня миқясида хитайға қарши паалийәтләрниң көлими һәссиләп зорийидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.