“5-июл” вәқәсиниң шаһити өзи шаһит болған вәқәләрни аңлатти (1)

Ихтиярий мухбиримиз еһсан
2016.06.30
urumchi-basturush-5-iyul-305.jpg Үрүмчи наразилиқ намайишини бастуруш үчүн үрүмчигә киргән қораллиқ әскәрләр. 2011-Йили июл.
RFA

2009-Йили “5-июл” вәқәсиниң 7 йиллиқи мунасивити билән дуняниң һәр қайси җайлирида яшаватқан уйғурлар һәр хил паалийәтләр арқилиқ бу мусибәт күнни әсләш билән биргә, йәнә шу вақитниң өзидә бу вәқәгә шаһит болған уйғурлар өзлириниң көргән , аңлиғанлирини дуняға аңлитишқа тиришмақта.

Бу вәқәниң шу вақиттики шаһитлиридин бири болған, һазир түркийәдә яшаватқан бир уйғур яш, исим -фамилисини ашкарилимаслиқ шәрти билән зияритимизни қобул қилип, өзиниң шу вақитта үрүмчидә таксичилиқ қилиш җәрянида шаһит болған вәқәләрни тәпсилий аңлатти.

Төвәндики аваз улиништин тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.