“5-июл” шаһитлириниң әслимисидин: “мүрәмдә һәптә турған оқ” (1)
2018.07.02
“5-июл үрүмчи вәқәси” ниң 9 йиллиқ хатирә күнлири йеқинлишиватқан ушбу күнләрдә уйғурларниң йүрикидә еғир яриларни қалдурған бу вәқәгә мунасивәтлик әслимиләр қайта оттуриға чиқмақта.
Бәзи шаһитлар иҗтимаий таратқулар арқилиқ шу қабаһәтлик күндә үрүмчидә нәқ мәйдандин тартилған сүрәт вә син материяллирини елан қилмақта. Йеқинда фейсбокта “мүрәмдә һәптә турған оқ” намлиқ бир әслимә оттуриға чиқти.
Бу әслиминиң аптори изчи әпәнди буниңдин 9 йил илгири “5-июл вәқәси” ни өз көзи билән көргән, һәтта шу күни мүрисигә хитай сақчилириниң атқан оқи тегип яриланған шаһитларниң бири.
2016-Йили түркийәгә чиқип панаһлиниватқан бу һаят шаһит бүгүн радийомиз зияритини қобул қилип, 2009-йили -5июл күни үрүмчидә көргән-билгәнлирини сүрәтләп бәрди.
Мәзкур сөһбәтниң тәпсилатини юқириқи аваз улиништин аңлиғайсиз.