Хитай түрмисидә шеһит болған дини алим абдуләһәд мәхсум үчүн истанбулда ғайибанә җиназа намизи оқулди
2018.06.01
1-Июн, йәни җүмә күни истанбулдики уйғур җамаити хитай түрмисидә шеһит болған дини алим абдуләһәд мәхсум үчүн ғайибанә җиназа намизи оқуди. Ғайибанә җиназа намизиға қатнашқан нәччә миң киши уйғурлар дуч келиватқан бесимларға қарши шоарлар товлиди вә хитайни уйғур дияридин чиқип кетишкә чақириқ қилди.
Ғайибанә җиназа намизи профессор җалал әрбайниң имам болуши билән оқулди. Кейин мәрһумниң роһиға атап дуалар оқулди. Уйғур хәлқи үстидики зулум вә бесимларниң йоқилиши үчүн һәм дуалар қилинди.
Кейин мәрһум абдуләһәд мәхсумниң йеқин туғқанлиридин уйғур тәтқиқатчи муһәммәд ели әлиоғли сөз қилип, абдуләһәд мәхсумниң 2017-йили 11-айда хитай түрмисидә вапат болған болсиму, аридин алтә ай өткәндин кейин хәвәр тапқанлиқини билдүрди шундақла мәрһумниң һаят вақтидики иш-излири тоғрисида тохталди.
Арқидин шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики вә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан сөз қилип, мәрһум абдуләһәд мәхсумниң вапатиға алақидар мәлуматлар һәққидә тохталди.
Уйғур хәлқиниң пәхирлик дини алими абдуләһәд мәхсум һаҗим узун йиллардин буян хитай түрмисидә нәзәрбәнд астиға елинған болуп, йеқинда униң түрмидә вапат болғанлиқ хәвири истанбулдики уруқ-туғқанлири, шагиртлири вә нәврилири тәрипидин дәлилләнди.
Мәрһум 2017-йили 11-айда вапат болған болсиму, әмма хитай даирилири һазирғичә бу хәвәрни ахбараттин йошуруп кәлгән. Мәрһумниң истанбулда яшаватқан туғқанлири бу йил 27-май өлүм хәвиридин вақипланған һәмдә бу хәвәрниң растлиқини тәстиқлиған. Биз бу һәқтә мәлумат елиш үчүн мәрһумниң шагиртлиридин һазир истанбулда яшаватқан абдуллаһ қарим билән сөһбәт елип бардуқ. Абдуллаһ қарим мәрһум абдуләһәд мәхсум һаҗимниң вапат болғанлиқини мәрһумниң йеқин туғқанлиридин хәвәр тапқанлиқини билдүрди.
Җиназа намизи оқулуп болғандин кейин уйғур тәтқиқат вәхпиниң мәсуллиридин абдуләһәд учқун сөз қилип, мәрһум абдуләһәд мәхсум һаҗимниң һаяти тоғрисида тохталди.
Биз йәнә мәрһум абдуләһәд мәхсум тоғрида техиму көп мәлуматқа еришиш үчүн униң шагиртлиридин һазир истанбулда яшаватқан дини өлима абдулла қарим, муһәммәд имин қарим вә әхмәтҗан дамоллам билән сөһбәт елип бардуқ.
Ундақта, абдуләһәд мәхсум һаҗим ким?
Мәрһумниң йеқинлири вә шагиртлиридин топлиған мәлуматларға асасланғанда, абдуләһәд барат мәхсум һаҗим 1930-йили хотән вилайитиниң қарақаш наһийисидә дуняға кәлгән. Қәшқәрдә дини мәдрисидә тәлим алған вә һаяти бойичә 5 қетим түрмигә қамалған. Мәрһум абдуләһәд мәхсум әйни вақиттики шәрқий түркистан инқилабиниң рәһбәрлиридин бири, “шәрқий түркистан тарихи” ниң аптори муһәммәд имин буғраниң җийәни икән.
Мәрһум алим 1950-йилидин 1958-йилиғичә қәшқәрдә мәдрисидә оқуған. Оқушни тамамлиғандин кейин хотән шәһиригә қайтип диний оқутуш билән шуғулланған. Алтә ай өткәндә коммунист хитай даирилири тәрипидин қолға елинип, 15 йиллиқ әмгәк билән өзгәртиш җазаси берилгән. Мәрһум 1974-йили җаза муддити тошуп қоюп берилгән. Шуниңдин башлап изчил диний оқутуш ишини давам қилған. Униң тәлим-тәрбийә хизмити йәр асти мәктәплиридә қийин шараитлар астида елип берилған. У 1979-йили шәрқий түркистандики миңларчә алим-өлима қатарида йәнә қолға елинған вә бир йилдин кейин қоюп берилгән. Бу җәрянда уйғур дияриниң һәр қайси җайлиридин нурғун оқуғучиларни дини җәһәттә йетиштүрүп чиққан. 2001-Йили оғли абдурәуф абдуләһәд барат билән биргә үчинчи қетим қолға елинған вә икки айдин кейин қоюп берилип, өйидә нәзәрбәнд астида яшиған. Хитай даирилири 2004-йили 1-айниң 2-күни хотән шәһиридә кәң көләмлик ахтуруш һәрикити елип берип, 74 яшлиқ абдуләһәд барат мәхсумни төтинчи қетим қолға алған. Хитай даирилири бу қетим алимни йәттә оқуғучиға мәхпий дәрс өткәнлики үчүн бәш йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған. У қоюп берилгәндин кейинки 11 йилни өйидә өткүзгән. Абдуләһәд барат мәхсум ахирқи қетим 2017-йили 11-айниң башлирида өйидин тутуп кетилгән. Бу вақитта униң өйидикиләрниң һәммиси тутуп кетилгән болуп, униң саламәтлик әһвали начарлишип кәткән. Бу йил 5-айниң 25-күни мәрһумниң түрмидә вапат болғанлиқ хәвири мәрһумниң истанбулда турушлуқ туғқанлири арқилиқ билдүрүлди. Мәрһум пүтүн һаяти бойичә уйғур хәлқи үчүн дини хизмәт қилған. 5 Қетим түрмигә қамалған вә 20 йиллиқ һаяти түрмидә өткән болсиму, түрмидин чиққандин кийин пүтүн һаяти бойичә хәлқниң дини вә миллий кимликини қоғдаш вә уларға дини тәлим бериш билән шуғулланған.