Кәнт секретари: абдуқадир япчанниң уруқ-туғқанлириниң һәммиси түрмидә

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2017.06.30
abduqadir-yapchan-mesilisi.jpg Уйғурлар арисида тонушлуқ җамаәт әрбаби абдуқадир япчан.
RFA/Arslan

Мухбиримиз қәшқәр йеңишәр япчан йезисиниң роза һейт вәзийити һәққидә әһвал игилиши давамида, өзини ашкарилашни халимиған аһалиләрдин бири, түркийәдики сиясий паалийәтчи абдуқадир япчанниң он сәккиз яштин ашқан барлиқ уруқ-туғқанлириниң түрмидә икәнликини ашкарилиди. Мухбиримиз, абдуқадир япчанниң аниси олтурушлуқ 5-кәнт секретаридин мәлумат сориғинида, секретар юқириқи учурниң тоғрилиқини дәлиллиди. япчандики секретарлар йәнә, аһалиләрни япчанниң уруқ-туғқанлириға чәк-чегра айриш һәққидә тәшвиқат елип бериватқанлиқини ашкарилиди. Әмма улар, япчанниң туғқанлиридин кимләрниң түрмидә икәнлики һәққидә мәлумат беришни рәт қилди.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, 15 йилдин бери түркийәдә яшаватқан сиясий паалийәтчи вә җамаәт әрбаби абдуқадир япчан һәққидә өткән йили хитай даирилири түркийәгә шикайәтнамә йоллап, уни хитайға қайтуруп беришни тәләп қилған. Түркийә қанун органлири абдуқадирни тутуп тәкшүрүш елип барған вә сотчилар хитайниң әйибләшлириниң асассиз икәнликигә һөкүм қилған. Әмма, япчан үстидики тутуп туруп тәкшүрүш түркийәдә йәнила давам қиливатқан иди. Қәшқәргә қаратқан телефон зиярәтлиримиз давамида, өзини ашкарилашни халимиған аһалиләрдин бири, нөвәттә япчанниң қәшқәрдики уруқ-туғқанлиридин 18 яштин ашқанларниң һәммисиниң түрмидә икәнликини баян қилди. Қәшқәр йеңи шәһәрниң япчан йезисидики кәнт секретарлириму бу учурниң тоғрилиқини дәлиллиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.