Америка уйғур бирләшмиси 5 - феврални хатириләш вә хатирилитиш охшашла муһим

Мухбиримиз гүлчеһрә
2015.02.03
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
alim-seyitof-national-press-305.jpg Америка уйғур бирләшмисиниң мәсуллиридин бири алим сейтоф әпәнди.
RFA


Хитай һакимийитиниң 1990 - йилларниң оттурилиридин башлап ғулҗа мәшрипини бастурушқа башлиғанлиқи, буниң 1997 - йили 5 - феврал ғулҗа яшлириниң намайишиға сәвәб болғанлиқи вә нәтиҗидә хитай һакимийитиниң қанлиқ бастуруши билән хатимиләнгәнлики, уйғур йеқинқи заман тарихидики унтулмас зор бир вәқә. 5 - Феврал ғулҗа вәқәси уйғурларниң һаяти, күрәш ирадиси вә чәтәлләрдики уйғур давасиға көрсәткән тәсирлириниң, әһмийитиниң зор болуши билән дуняниң һәр қайси җайлирида һәр йили охшимиған шәкилләрдә хатирилинип кәлмәктә.

Җүмлидин америка уйғур бирләшмиси вә уйғур инсан һәқлири программиси - 5 феврал ғулҗа яшлириниң тинч намайишини қанлиқ бастуруп инсанийәткә қарши җинайәт садир қилған хитай һөкүмитини әйибләш мәқситидә, бүгүн хәлқараға баянат елан қилди. Биз, америка уйғур бирләшмисиниң уюштуруши билән - 5 феврал вәқәсиниң 18 йиллиқ хатирисигә атап вашингитонда өткүзүлидиған паалийәтлири һәққидә алдин мәлумат игилидуқ.

Зияритимизни қобул қилған америка уйғур бирләшмисиниң рәиси алим сейитоф әпәнди “америка уйғур бирләшмиси вә хәлқара уйғур инсан һәқлири программиси - 5 феврал ғулҗа вәқәсиниң 18 йиллиқини хатириләш йүзисидин - 3 феврал елан қилған баянат арқилиқ, хитай һөкүмитиниң 1997 - йили - 5 февралда тинч йолда намайиш елип барған уйғур яшлири үстидин йүргүзгән қанлиқ қирғинчилиқиниң җавабкарлиқини үстигә елишини, вә әйни чағда намайишчиларни бастурушқа қатнашқанларниң җинайи җавабкарлиқини сүрүштә қилишини күчлүк тәләп қилиш билән бирликтә, хитай һөкүмитини давамлиқ түрдә уйғурлар үстидин елип бериватқан һәр қандақ бастурушни тохтитишқа чақиримиз” деди.

Алим сейитоф әпәнди, - 5 феврал ғулҗа вәқәси вә - 5июл үрүмчи вәқәси охшашла уйғурларниң йеқинқи заманда елип барған икки қетимлиқ тинчлиқ йолидики һәқлиқ намайиши, шундақла хитай тәрипидин охшашла рәһимсиз һалда бастурулған унтулмас икки чоң вәқә, бу вәқәләрни әсләш әлвәттә муһим, әмма бу вәқәләрни һәқиқити билән испатлиқ язма хатириләп қалдуруш, дуняға аңлитиш вә яш әвладларға тонутуш техиму муһим, шундақ қилғандила биз шу намайишларда бәдәл төлигән уйғурларниң күрәш вә әркинлик роһиға избасар болалаймиз дәп көрсәтти. Сөзиниң ахирида йәнә муһаҗирәттики уйғурларни болупму яшларни - 5 феврал роһини давам әткүзүшкә, дуняниң һәр қайси җайлирида елип берилидиған хатириләш, намайиш паалийәтлиригә актип қатнишишқа чақириқ қилди.

Америка уйғур бирләшмиси уйғур инсан һәқлири программиси мәсули зубәйрә шәмсидин ханим зияритимизни қобул қилип,өзи үчүн елип ейтқанда, феврал ейи кириши билән әң алди биләнла - 5 феврални әсләйдиғанлиқини, бу күн хитайниң уйғурларға дөләт дәриҗилик қанлиқ бастуруш елип барған, уйғурлар тарихидики унтулмас қабаһәтлик бир күн дәп қарайдиғанлиқини, шундақ болғанлиқи үчүн бу қанлиқ күнни хатириләш вә хитайға уйғурларниң бу күнни һәргизму унтуп қалмайдиғанлиқини, бастуруш билән уйғурларни әркинлик ирадисидин яндуралмайдиғанлиқини хатирилитиш вә уйғурларға қарита қирғинчилиқни тохтитишқа агаһландуруш наһайити зор әһмийәткә игә дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Зүбәйрә ханим йәнә “биз уйғур тәшкилатлири, уйғур паалийәтчилири шундақла һәр бир уйғур, хитайниң - 5 февралдики қанлиқ җинайити дуня алдида сүрүштүрүлмәй туруп, наразилиқимиз ни һәргизму тохтатмаймиз” дәп тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.