Ақсу айкөлдә гумандар тунияз қурбанниң етиз яқилап су тутуватқан чеғида етиветилгәнлики ашкариланди
2014.08.21
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, биз түнүгүнки програмимизда ақсу айкөлдә шәнбә күни икки нәпәр деһқан яшниң хитай сақчилири етизда етиветилгәнлики һәққидә хәвәр бәргән идуқ. Мухбиримизниң вәқә һәққидики давамлиқ ениқлашлири давамида, етиветилгән яшлардин бириниң 20 - кәнт әзаси 25 яшлиқ ясин авут икәнлики, йәнә бириниң болса 19 - кәнт әазси 26 яшлиқ тунияз қурбан икәнлики ашкариланди. Кәнт аманлиқ мудириниң ашкарилишичә, сақчилар шәнбә күни әтигәндә тунияз қурбанни етиз яқилап су тутуватқан йеридә, террорлуқ гурупписиниң әзаси гумани билән қоршавға алған вә тунияз қурбан қолидики кәтмәнни дәрһал ташливәтмигәнлики үчүн, қаршлилашти дәп қарилип етиветилгән.
Биз аввал 20 - кәнт аманлиқ сақлаш мудириға телеон қилдуқ, у, өз кәнтидә шәнбә күни етиветилгән яшниң ясин авут икәнликини, 25 яшлиқ ясин авутниң өйидә етиветилгәнликидин хәвәр тапқанлиқини, әмма етилиш җәряни вә четишлиқ делосидин хәвәрсиз икәнликини баян қилди. Биз арқидин 19 - кәнт аманлиқ сақлаш мудиридин мәлумат соридуқ. У шәнбә күни өз кәнтидә етиветилгән яшниң тунияз қурбан икәнликини, униң етиветилиш җәряни һәққидә сақчилардин рәсмий мәлумат алалмиғанлиқини, әмма шаһидлардин вәқәниң җәряни һәққидә мәлумат игилигәнликини ашкарилиди. Униң баян қилишичә, тунияз қурбан шәнбә күни әтигәндә етизлиқта су тутуватқан болуп, у су яқилап китиватқан мәзгилидә, 4 аптомобилдин сәкрәп чүшкән ақсу дөләт аманлиқ сақчилири тәрипидин етиветилгән. Униң, вәқәни көргән авут мәқсәт исимлик бир деһқанниң еғизидин аңлиғанлириға асасән баян қилишичә, сақчилар аптомобилидин сәкрәп чүшүп тунияз қурбанни аптомобилға чиқишқа, униң йенидики йәнә икки деһқанни болса арқисиға чекинишкә буйриған. Деһқан авут мәқсәт вә ибраһим нияз арқиға чекингән, тунияз қурбан җайида мидирлимай турған әһвал астида, сақчилар оқ чиқирип уни етиветилгән. Шаһид авут мәқсәт тунияз қурбанниң немә үчүн етиветилгәнликини чүшәнмәй қалғанлиқини, пәқәт нәқ мәйданда тунияз қурбанниң қолида кәтмән барлиқини, шуңа сақчиларниң униң қолидики кәтмәндин үркүп кетип, уни етивәткән болуш еһтималлиқини илгири сүргән. Аманлиқ сақлаш мудири авут мәқсәттин, тунияз қурбан билән сақчилар арисида талаш - тартиш болған - болмиғанлиқини сориғанда, авут мәқсәт, арилиқта талаш - тартиш қилишқудәк вақитниңму өтмигәнликини баян қилған.
Биз йәнә 10 - кәнтниң 5 - гуруппа башлиқидинму мәлумат соридуқ. Гуруппа башлиқи тунияз қурбанниң әйни чағда сақчиларға қаршлиқ көрсәткәнликигә аит һечқандақ мәлумат йоқлуқини, униң пәқәт сақчилар кәлгәндә, мотосиклитиға йолинип турғанлиқи вә йенида пәқәт кәтмини барлиқини, пәқәт кәтмән йенида болғанлиқи үчүнла етиветилгәнликини оттуриға қойди. Биз йәнә вәқәниң тәпсилатини тунияз қурбан етиветилгән мәйданда бар болған деһқан авут мәқсәтниң өз еғизидин аңлаш үчүн, гуруппа башлиқидин авут мәқсәт билән телефонда көрүштүрүшни тәләп қилдуқ. У 20 минуттин кейин бизни учраштуридиғанлиқини ейтти, әмма 20 минуттин кейин телефон қилғинимизда, у телефонимизға җаваб бәрмиди.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, юқириқи мәлуматлардин қариғанда, 26 яшлиқ тунияз қурбанниң су яқилаватқан мәзгилдә қолида кәтмән тутқан һаләттә етиветилгәнлики, униң һәтта тәслим болуш яки қаршлиқ көрситиш пурситиму болмиғанлиқи айдиңлашти. Әмма, хитай сақчилириниң деһқан авут мәқсәт тәхмин қилғандәк, тунияз қурбанниң кәтминидин үркүп кетип етивәткәнлики вә яки районда йүргүзүлүватқан бастуруш сиясәтлиридин җасарәтлинип, уни тирик тутушни халимай нәқ мәйданда етивәткәнлики һазирчә мәлум әмәс.