Айкөл вәқәсидә бешиға кесәк йегән мудир тутқунларниң ақивити һәққидә мәлумат бәрди
2014.08.26
Мухбиримиз ақсу айкөлдә су тутуватқан деһқан яш тунияз қурбанниң етиветилиш вәқәси һәққидә әһвал игиләш давамида, айкөлдә өткән йили роза һейт һарписида йүз бәргән қанлиқ тоқунушта тутқун қилинғанларниң ақивити һәққидиму мәлуматқа еришти. Шу қетимлиқ вәқәдә сани 500 чә әтрапида болған амма билән хитай қораллиқ қисимлири арисида тоқунуш йүз берип, вәқәдин кейин йүзләрчә киши тутқун қилинған иди.
Шу күнки вәқәдә вәзипә иҗра қилиш давамида бешиға кесәк тегип яриланғанлиқини баян қилған бир аманлиқ мудири, шу вәқәгә четилип тутулғанлардин 22 кишигә 7 йилдин 18 йилға қәдәр қамақ җазаси берилгәнликини, бир кишиниң түрмидә өлгәнликини вә 9 кишиниң сиртта нәзәрбәнд астида көзитиливатқанлиқини ашкарилиди.
У йәнә, шу қетимлиқ вәқәгә четишлиқ гумандарлардин 4 нәпириниң һазирғичә тутулмиғанлиқини, сақчиларниң уларни издәп таки хитай өлкилиригичә барғанлиқини вә тапалмиғанлиқини баян қилди.
Юқиридики улиништин, мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған программисини аңлайсиләр.