Ақсу айкөлдә 4 ай аввал түрмидә өлгән сиясий мәһбусниң кимлики ашкариланди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2014.08.28
qomul-alahide-saqchi.jpg Қомул шәһиридә вәзипә өтәватқан алаһидә сақчилар
Мәнбә: http://www.hami.gov.cn/info/1084/35298.htm


Бу йил 4 - айниң бешида аңлиғучилиримиздин радиомизға инкас йоллап ақсу айкөлдә бир сиясий мәһбусниң түрмидә өлгәнликини мәлум қилған иди. Мухбиримиз шу чағда сақчиханидин мәлумат сориғинида, бир сиясий мәһбусниң түрмидә өлгәнликини йошуруп қалалмиған болсиму, өлгүчиниң кимлики һәққидә мәлумат беришни рәт қилған иди.

Мухбиримизниң мушу һәптә ичидики ениқлашлири давамида, мәзкур сиясий мәһбусниң кимлики ашкариланди. Мәлум болушичә, мәрһумниң исми йүсүп авут болуп, айкөлниң 16 - кәнт 3 - гуруппа әзаси икән. Бу йил әмдила 40 яшқа киргән йүсүп авутниң түрмидә кесәл сәвәби билән җан үзгәнлики, бир кәнт мәсули тәрипидин баян қилинди. Айдиңлишишичә, мәрһум бултур роза һейт һарписида айкөлдә йүз бәргән амма билән қораллиқ қисим арисидики тоқунушта, амма тәрәптә туруп иштирак қилған.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, юқириқи мәлуматлардин қариғанда, бу йил әмдила 40 яшқа киргән йүсүп авутниң түрмидә өлгәнлики ениқ, әмма униң растинла кесәл сәвәбидин өлгәнлики яки қейин - қистақта өлгәнлики, әгәр кесәл сәвәбидин өлгән болса, бу кесәлниң униңға түрмидә юққанлиқи яки түрмигә кириштин аввал барлиқи һазирчә мәлум әмәс.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.