Бай наһийиси яқаериқта қанлиқ тоқунуш йүз берип 17 киши өлгән

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2015.02.20
bay-nahiyisi-tutush-buyruqi-2.jpg Бай вәқәсидә тутуш буйруқи чиқирилған бәш киши
RFA/Ihsan


Икки күн аввал, йәни 17 - феврал күни ақсу бай наһийисиниң яқаериқ базирида қанлиқ тоқунуш йүз берип 17 киши өлгән. Тоқунуш сақчиларниң өй тәкшүрүши давамида келип чиққан. Турғун билал башчилиқидики пидаийлар гуруһи бир өйгә топлинип олтурғинида сақчихана башлиқи қасим имин 7 - 8 ярдәмчи сақчини башлап өй тәкшүрүшкә киргән.

Пидаийлар орунлиридин чачрап туруп аввал қасим имирниң қолидики қорални тартивалған, арқидин пичақ вә палтиларни қоллириға елип сақчиларни чанап вә чепип өйидин қоғлиған. Пидаийлар сақчиларни арқисидин қоғлап сақчиханиға йеқинлашқанда, сақчихана ичидики рәсмий сақчилар тәрипидин етиветилгән. Қасим имир билән қошулуп җәмий 4 сақчи өлгән. Сақчилар вәқәни бир тәрәп қилиш җәрянида вәқә билән мунасивити болмиған дохтурхана башлиқи җүмә һәққули вә униң 16 яшлиқ қизини, шундақла 4 - кәнтлик 2 деһқанни гумандарлар қатарида санап етивәткән.

Вәқәдә өлгән бир рәсмий, 3 ярдәмчи сақчиниң исимлири : қасим имир (сақчихана башлиқи), әли җан, абдул қадир, сәмәт әхмәт; вәқәдә өлгән 9 гумандардин 3 нәпириниң исмлири: турғун билал, өмәр мәмәт, тунияз һәсән. Тутуш буйруқи чиқирилғини: азадәм нур, аблиз абла қатарлиқ бәш киши.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.