Америкидики уйғур вә башқа милләтләр б д т алдида кәң көләмлик намайиш қилди

Мухбиримиз әзиз
2018.09.18
bdt-nyu-york-namayish.jpg Хитай һөкүмитигә қарши б д т ниң ню-йорк шәһиридики баш штаби алдида өткүзүлгән кәң-көләмлик наразилиқ намайишидин көрүнүш. 2018-Йили 18-сентәбир.
RFA/Eziz

Дуня уйғур қурултийи, америка уйғур бирләшмиси, уйғур кишилик һоқуқ қурулуш, вә тибәт, моңғул, тәйвән вә хитайниң демократийә тәшкилатлири бирлишип, 18-сентәбир күни бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ню-йорк шәһиридики баш штаби алдида хитай һөкүмитигә қарши кәң-көләмлик наразилиқ намайиши елип барди.

18-Сентәбир күни, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 73-нөвәтлик омумий кеңиши ечилидиған тунҗи күн болуп, намайиш қилғучилар б д т ниң хитайда барғансери начарлишип кетиватқан вәзийәтни, болупму бир милйондин артуқ уйғурларни җаза лагерлириға солап қоюштәк мәсилиләр үстигә җиддий қаришиға чақириқ қилди.

Бу намайишни орунлаштурған уйғур америка бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән сөз қилип, б д т ни уйғурларниң һазирқи җиддий мәсилисигә көңүл бөлүшкә чақириш шундақла хитай һөкүмитигә қарши охшимиған пикирдики барлиқ гуруппиларниң бирликтә намайиш қилишқа тәшкилләшниң зор әһмийитини чүшәндүрди.

Намайишқа қатнашқан уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң хадими зубәйрә шәмсидин ханимму иттипақлишип хитайға қарши турушниң әһмийитиниң зорлиғини билдүрди.

Юқиридики аваз улинишидин, мухбиримизниң ню-йорктин бәргән мәлуматлирини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.