Керийидики бовақ олтуруш вәқәси
Ихтиярий мухбиримиз руқийә
2013.12.30
2013.12.30
Игилигән мәлуматлиримизға асасланғанда, керийә наһийиси ариш йезиси ширкә кәнтидин 4 бовақ ана қарнидила зәһәрләп өлтүрүлгән. Бу пәқәт мушу бир ай ичидә ширкә кәнтидә, ана қарнида турғузуп өлтүрүлгән бовақларниң сани.
Ариш йезисидики башқа кәнтләрдинму еғир аяқ аяллар қоғлап тутулуп, уларниң қарнидики туғулай дәп қалған бовақлар мәҗбурий еливетилгән. Әмма, бу бир ай ичидә пүтүн ариш йезиси бойичә дуняға көз ечиш алдида турған җәмий қанчә бовақниң өлтүрүлгәнлики ениқ әмәс.
Биз туғулай дәп қалған балисидин айрилған бир деһқанни вә шундақла бу қетимқи бовақ олтуруш вәқәсидә актип рол ойниған аял йеза башлиқи ават мәмтиминни зиярәт қилдуқ.
Юқиридики аваз улинишидин зиярәт хатирисини аңлиғайсиләр.