Рабийә қадир ханим : дуняни хитайдин қачқан уйғурларға уруш мусапирлири қатарида инсаний муамилә қилишқа чақиримән!
2014.01.27

Өткән йилдики уйғур ели вәзийитиниң қанлиқ тоқунуш вә бастурушлар алаһидә көп йүз бәргән тинчсиз бир йил болғанлиқи мәлум шундақла бу җәрянда йүздин артуқ уйғур хитай аманлиқ күчлириниң бастурушлирида өлтүрүлгән иди.
Бу йил кирип бир айға йәтмигән вақит ичидә хитайниң уйғурларға қаратқан сиясий, диний, миллий бастуруш сиясәтлириниң йәниму күчийиши билән уйғурларниң наразилиқ, қаршилиқ һәрикәтлириму давам қиливатқанлиқи мәлум. Өткән бир һәптә ичидә 11 нәпәр уйғур мусапирниң қирғизистан чегра мудапиә күчлири тәрипидин оққа тутулуши, тоқсу наһийисидә 3 қетимлиқ партлаш вәқәлири қатарлиқ зор вәқәләрдин кейин, уйғурлар пүтүн дуня җамаәтчиликиниң диққитини тартиватқан бир пәйттә, уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим мухбиримиз гүлчеһрәниң зияритини қобул қилип, арқа -арқидин йүз бәргән мәзкур вәқәләргә қарита инкас қайтурди.