28 - январ чира вәқәси пидаийлириниң һуҗум тәйярлиқ басқучида вәқәгә йолуққанлиқи мәлум болмақта
2015.02.03

28 - январ күни чира наһийисиниң тағлиқ кәнтидә йүз бәргән қанлиқ тоқунуш һәққидә тәкшүрүш елип барған хитай сақчилири вәқәгә четишлиқ пидаийлар тәрипидин тағ бағриға йошурулған 3 тағар һуҗум тәйярлиқ материялирини қолға чүшүргән, мәлум болушичә, буниңдин бир тағардикиси палта вә пичақ қатарлиқ тиғлиқ әсваплар болуп, бу, шу күни йүз бәргән сақчиларға һуҗум қилиш вәқәсиниң муддәттин бурун йәни пидаийларниң һуҗум тәйярлиқ басқучида уштумтут йүз бәргәнликини оттуриға чиқармақта. Йәнә шу күни пидаийларниң ярдәмчи сақчилар алдини тосқан чеғида уларға еғир - бесиқ муамилә қилиши, һәтта яқисиға есилғанға қәдәр сәвр қилиши уларниң әсли һәрикәт пиланида ярдәмчи сақчиларниң һуҗум нишани әмәсликини, әсли нишанниң болса, хитайниң рәсмий дөләт апаратлири вә сақчи хадимлири икәнликини ашкарилимақта.
Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, йәнә бир сақчи хадиминиң ашкарилишичә, мәзкур үч пидаийдин мәтселим мәткерим, икки ай аввал бир қетим сиясий гуман билән тутқун қилинған; әмма у, сорақ җәрянида өзиниң сәпдашлири вә һәрикәт пилани һәққидә һечқандақ мәлумат бәргән. Шуңа у гунаһсиз дәп қарилип қоюп берилгән, әмма нуқтилиқ аилиләр қатариға киргүзүлүп давамлиқ назарәт қилинған. Шуңа үч пидаий әгәр шу күни сақчиға апирилса, өзлириниң қоюп берилмәйдиғанлиқини, һәтта муддәтсиз кесилиш еһтималлиқини пәрәз қилған. Шуңа улар тәкшүрүш понкитидин тохтимай өтүп кәткән вә ярдәмчи сақчилардин өзлиригә көз юмушни күткән, пәқәт сақчилар һәддидин зиядә актиплиқ қилип уларниң яқисиға есилғандин кейин чарисиз һалда, пиланидин бурун һуҗумға өткән.
Нөвәттә бу үч пидаийға четилип йәнә қанчә кишиниң тутулғанлиқи вә уларниң ақивити һазирчә мәлум әмәс.