Вашингтондики чоң намайишниң тәйярлиқи җиддий башланди
2019.03.08

4-Айниң 6-күни вашингтонда охшимиған партийә-гуруһлар, диний еқимларниң бирләшмә зор намайиши өткүзүлмәкчи.
Д у қ рәһбәрлириниң бүгүн бәргән мәлуматлириға асасланғанда, 3-март күни дуняниң һәрқайси әллиридики уйғур тәшкилатлири рәһбәрлириниң иштиракида телефон йиғини чақирилип, 4-айниң 6-күни вашингтонда өткүзүлидиған зор бирләшмә намайишниң тәйярлиқ хизмитини җиддий башлаш қарар қилинған.
Д у қ муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәндиниң билдүрүшичә, 4-март күни йәнә бир қетим телефон йиғини чақирилип, намайиш тәйярлиқ гурупписи қуруп чиқилған. Униң әскәртишичә, д у қ рәһбәрликидә башланған бу қетимқи зор намайиш өткән йили 4-айниң 26-күни явропа иттипақиниң мәркизи бирюсселда вә 11-айниң 6-күни җәнвәдики б д т бинаси алдида өткүзүлгән намайиштин кейинки 3-қетимлиқ чоң намайиш болуп һесаблинидикән.
Д у қ иҗраийә комитети рәиси өмәр қанат әпәндиниң баян қилишичә, бу қетимқи намайишқа уйғурлардин сирт, америка вә канададики охшимиған диний еқимларниң, охшимиған партийә-гуруһларниң вәкиллири қатнишидикән. Униң ейтишичә, бу қетимқи намайишниң мәқсити америка һөкүмитиниң уйғурлар һәққидә үнүмлүк қарарларни қобул қилиши арқилиқ хитайни җаза лагерлирини тақашқа мәҗбурлаштин ибарәт болуп, намайишқа йәнә америкиниң муһим дөләт әрбаблириму иштирак қилип нутуқ сөзләйдикән.
Д у қ таратқулиридики бүгүн 5-март елан қилинған мәлуматларға асасланғанда, бу намайишқа америка вә канададики уйғурлардин сирт, дуняниң һәрқайси әллиридики уйғурларниңму қатнишиши үчүн сәпәрвәрлик паалийәтлири елип берилидикән.
Өмәр қанат әпәндиниң тәкитлишичә, бу қетимқи намайиш америка һөкүмитиниң уйғурлар мәсилиси саһәсидә җанлиқ һәрикәткә өтүшигә сәвәб болидикән.
Мәлум болғинидәк, д у қ ниң 2018-йили 4-айниң 27-күни явропа иттипақиниң мәркизи бирюсселда вә 11-айниң 6-күни җәнвәдики б д т бинаси алдида хитайниң җаза лагерлириға қарши өткүзүлгән намайишлириниң көлими алаһидә зор болған болуп, миңларчә уйғурлар дуняниң һәрқайси қитәлиридин келип қатнашқан иди. Бу қетим вашингтонда өткүзүлидиған намайиш көлиминиңму шундақ зор болуши тәхмин қилинмақта икән.