Д у қ һәйити австралийәниң мелборн вә аделайд шәһәрлиридә муһим паалийәтләргә қатнашти

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2018.12.07
Tony_Zappia.jpg Австралийә парламентида уйғур мәсилисини тунҗи қетим оттуриға қойған парламент әзаси тонй заппиа әпәнди (оттурида) д у қ һәйити билән биргә. 2018-Йили 8-декабир. Адилайд, австралийә.
RFA/Erkin Tarim

Австралийә ла троб университетида (La Trobe University) өткүзүлгән доклат бериш йиғинида мутәхәссисләр уйғурларниң һазирқи вәзийитиниң тосаттин оттуриға чиққан бир вәзийәт әмәсликини, хитайниң пиланлиқ һалда елип бериватқан сиясити икәнликини оттуриға қойған.

Дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса башчилиқидики һәйәт австралийәдә елип бериватқан зияритиниң төтинчи күни, австралийәниң мелборн вә аделайд шәһәрлиридә муһим паалийәтләргә қатнашти.

12-Айниң 8-күни мелборн шәһиридики австралийә ла троб университетида өткүзүлгән доклат бериш йиғинида америка уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилатиниң рәиси адвокат нури түркәл әпәнди билән америка уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң хадими луйиса ханим вә ла троб университети оқутқучиси профессор җәймис лейболд қатарлиқ мутәхәссисләр доклат берип, уйғурларниң һазирқи вәзийитиниң тосаттин оттуриға чиққан бир вәзийәт әмәсликини, хитайниң пиланлиқ һалда елип бериватқан сиясити икәнликини оттуриға қойған. 

Мәзкур йиғинни австралийә ла троб университети билән мелборндики хәлқара мунасивәтләр җәмийити бирликтә уюштурған болуп, паалийәткә һәрқайси университетларниң оқутқучилири, хитай тәтқиқати билән шуғуллиниватқан мутәхәссисләр вә аделайд, мелборн шәһәрлиридин уйғурлар иштирак қилған. 

Америка уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилатиниң рәиси, адвокат нури түркәл әпәнди телефон зияритимизни қобул қилип, бу һәқтә мәлумат бәрди. 

Нури түркәл әпәнди бу хил доклат бериш йиғинлириниң австралийә һөкүмитиниң уйғур мәсилиси тоғрисида сиясәт бәлгилишигә түрткә болидиғанлиқини илгири сүрди. 

Д у қ һәйити 8-числа аделайдта австралийә парламентида уйғур мәсилисини тунҗи қетим оттуриға қойған парламент әзаси тонй заппиа әпәнди билән көрүшүп, уйғурларниң бүгүнки вәзийити тоғрисида сөзләшкән. Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди бу һәқтә мәлумат бәрди. 

Аделайд уйғурлар әң көп олтурақлашқан шәһәр болуп, д у қ һәйити бу йәрдә уйғурлар билән учришиш паалийитигә қатнашқан. Австралийә шәрқий түркистан җәмийити уюштурған паалийәткә тәшкилат рәиси нурмуһәммәд миҗит әпәнди, пешқәдәм сиясийон әхмәт игәмбәрди, пешқәдәм зиялий сүйүнгүл җанишеф ханим вә уйғур җамаити қатнашқан. Д у қ иҗраийә һәйити рәиси өмәр қанат әпәнди бу һәқтә мәлумат бәрди.

Австралйәдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан җәмийити бурундин тартип дуня уйғур қурултийини қоллап келиватқан тәшкилатлардин бири һесаблиниду. Мәзкур тәшкилатниң рәиси нурмәмәт миҗит әпәнди д у қ һәйитини күтүвелиш паалийити өткүзгәнликини, учришишта юртдашларға д у қ ниң паалийәтлири һәққидә мәлумат берилгәнликини баян қилди. 

Д у қ ниң австралийә зиярити 12-айниң 9-күнигичә давамлишидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.