Д у қ җиддий йиғин чақирип 6 айлиқ хизмәт пиланини түзүп чиқти

Мухбиримиз әркин тарим
2013.05.22
duq-bashqurush-heyeti-ezaliri-305.png Дуня уйғур қурултийи рәһбәрлик һәйити
RFA/Erkin Tarim

Дуня уйғур қурултийи рәһбәрлик һәйити җиддий йиғин чақирип алдимиздики 6 айлиқ хизмәт пилани һәққидә музакирә елип барди.

18 - Май күни кәчтә д у қ рәиси рабийә қадир ханимниң риясәтчиликидә чақирилған бу йиғинға д у қ ниң юқири дәриҗилик рәһбәрлиридин сейит түмтүрк, абдурешит турдийеф, дилшат решит, өмәр қанат, илһам маһмут, әсқәр җан вә алим сейитоф қатарлиқлардин башқа, д у қ ниң һәрқайси комитетиниң мудирлири вә һәрқайси дөләтләрдики вәкиллиридин болуп 28 киши қатнашти. Телефон йиғининиң ечилиш нутқини д у қ рәиси рабийә қадир ханим қилди. У бу йиғинни чақириштики мәқсити һәққидә тохтилип мундақ деди:

“һазир шәрқий түркистанда вәзийәт интайин җиддий. Җиддий қилишқа тегишлик нурғун ишлиримиз бар. Униң үстигә 5 - июл үрүмчи вәқәсиниң 4 - йиллиқи келәй дәп қалди. Бу сәвәбтин бу йиғинни чақирип бундин кейин қилишқа тегишлик ишлар һәққидә музакирә елип барайли дедуқ. Йиғинда алдимизда җиддий қилишқа тегишлик бирқанчә иш һәққидә музакирә елип баримиз.”

2 Йерим саәт давамлашқан бу йиғинда ноқтилиқ һалда 5 - айниң 30 - күнидин 6 - айниң 2 - күнигичә венгирийидә чақирилидиған дуня уйғур яшлири қурултийиниң тәйярлиқ хизмәтлири, д у қ рәиси рабийә қадир ханим башчилиқидики д у қ рәһбәрлириниң 6 - айниң 20 - күнидин 7 - айниң 1 - күнигичә японийигә елип баридиған рәсмий зиярити вә 5 - июл үрүмчи вәқәсиниң 4 - йиллиқи мунасивити билән дуняниң һәрқайси җайлирида елип берилидиған паалийәтләр һәққидә музакирә елип берилип хизмәт пилани түзүп чиқилди. Төвәндә йиғинниң нәқ мәйдан хатирисини аңлитимиз..

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.