Әнглийә парламентида уйғурларниң еғир вәзийити һәққидиму гуваһлиқ берилди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2018.04.19
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
london-guwahliq-berish.jpg Әнглийә парламентида “әң қараңғу минутлар” мавзулуқ гуваһлиқ бериш йиғиниға қатнашқучилар. 2018-Йили 18-апрел, лондон.
RFA/Erkin Tarim

4-Айниң 18-күни әнглийә парламентида “әң қараңғу минутлар” мавзулуқ гуваһлиқ бериш йиғини өткүзүлди. Йиғинда уйғурларниң бүгүнки вәзийитиму аңлитилди.

Әнглийә парламенти кишилик һоқуқ комиссийониниң әзаси фиона бруке ханим билән әнглийәдики кишилик һоқуқ паалийәтчиси вә язғучи бенедект рогерс уюштурған бу қетимлиқ гуваһлиқ бериш йиғинида хитай вийетнамдин тутуп кетип өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилған ваң биңҗаңниң акиси билән тәйвәнлик кишилик һоқуқ паалийәтчиси ли миңчиниң аяли гуваһлиқ бәргән.

Бүгүнки гуваһлиқ бериш йиғинида уйғурларниң нөвәттики еғир вәзийити тоғрисида лондондики уйғур паалийәтчи раһимә мәхмут ханим билән “хитайға ярдәм” фондиниң рәиси болуп фу әпәнди гуваһлиқ бәргән. Рәһимә мәхмут ханим бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, әнглийә парламентида өткүзүлгән гуваһлиқ бериш йиғини һәққидә мәлумат бәрди.

Арқидин баш штаби америкидики “хитайға ярдәм” фондиниң рәиси болуп фу әпәнди хитайдики диний бесим тоғрисида гуваһлиқ бәргән. Рәһимә мәһмут ханимниң билдүрүшичә, боб фу әпәнди нөвәттә уйғурларниң бешиға келиватқан еғир дәриҗидики диний чәклимиләр, аталмиш “тәрбийәләш лагерлири” тоғрисида 15 минуттәк мәлумат бәргән.

Хәвәрләргә асасланғанда, өткән йили 7-айдин тартип көп санда уйғурлар аталмиш “тәрбийәләш мәркизи” намидики лагерларға қамалған болуп, буларниң ичидә чәтәлдә паалийәт елип бериватқан уйғур паалийәтчиләрниңму ата-анилири, уруқ-туғқанлири бар икән. Уйғур паалийәтчи рәһимә мәхмут ханим 18-апрелда әнглийә парламентида өткүзүлгән гуваһлиқ бериш йиғинида бу һәқтә тәпсилий мәлумат бергәнликини баян қилди.

Раһимә мәхмут ханим зияритимиз җәрянида йәнә парламенттики кишилик һоқуқ комиссийониниң бүгүнки гуваһлиқ бериш йиғинлирида чүшкән пикирләрни рәтләп вә мәхсус доклат тәйярлап, әнглийә парламентиға вә әнглийә һөкүмитигә сунидиғанлиқини баян қилди.

Игилинишичә, әнглийә парламентида 2016-йилидин тартип “әң қараңғу минутлар” темисида гуваһлиқ бериш йиғини өткүзүлүп кәлмәктә икән. Уйғур әнглийәдики уйғур паалийәтчи әнвәр тохти әпәнди “әң қараңғу минутлар” намлиқ гуваһлиқ бериш йиғинида хитайдики орган йөткәш мәсилиси бойичә гуваһлиқ бәргән икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.