Рабийә қадир ханим: уйғур хәлқи урсула ханимға рәһмәт ейтиду

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2015.12.29
Ursula-Gauthier-ursula-gotiyir-geydir-1.jpg Уйғурлар тоғрисида язған мақалиси хәлқара мәтбуатларда елан қилинған, фирансийәлик мухбир урсула готийир ханим хитайдин қоғлинишниң алдида хитайдики туралғусида хизмәт қиливатқан көрүнүш. 2015-Йили 26-декабир, бейҗиң.
AFP

Фирансийәлик мухбир урсула гойтирниң уйғурлар һәққидә йәни бай вәқәси һәққидә язған мақалиси сәвәблик хитайда туруш визисиниң узартилмиғанлиқи бүгүн хәлқара ахбаратта муһим күнтәртиптә турмақта.

Ундақта уйғурларниң кишилик һоқуқ паалийәтчиси, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим мухбир урсуланиң мақалиси вә у дуч кәлгән ақивәт һәққидә немә дәйду?

Мухбиримиз бүгүн бу һәқтә рабийә қадир ханим билән сөһбәт елип барди. Сөһбәттә рабийә ханим урсула ханимниң назук бир хәлқара вәзийәттә уйғур хәлқиниң вәзийитигә алақидар муһим бир темида һәқ гәпни қилғанлиқини оттуриға қойди. Униң хитай тәрәпниң йолсиз тәләп тәһдитлиригә баш әгмигәнликигә апирин оқуди вә уйғур хәлқи намидин миннәтдарлиқ билдүрди.

Юқиридики аваз улинишидин тәпсилатини аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.