Германийәдә хитайға қарши намайиш елип берилди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2018.12.10
Myunxen-Namayish-2018-12-01.jpg Мюнхенда өткүзүлгән хитайға қарши намайиштин бир көрүнүш. 2018-Йили 10-декабир. Мюнхен, германийә.
RFA/Ekrem

Дуня уйғур қурултийиниң чақириқиға бинаән 10-декабирдики дуня кишилик һоқуқ күни мунасивити билән германийәниң мюнхен шәһиридики ават саяһәт мәркизи болған одеонс мәйданида намайиш елип берилди. Намайишқа әр-аял, чоң-кичик болуп көпсанда уйғурлар, бирқисим қериндаш түрк җамаити вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң вәкиллири қатнашти.

Д у қ ниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди бу қетимқи намайиш мәйданидин зияритимизни қобул қилғанда д у қ ниң чақириқиға бинаән бүгүн дуняниң һәр йәрлиридә һәр хил шәкилдики паалийәтләрниң өткүзүлүватқанлиқини, дуня кишилик һоқуқ күнидә уйғурлар мәсилисини кәң түрдә тонутушниң әһмийитини тилға алди. 

Бу қетимқи намайишни мәркизи мюнхен шәһиридә болған “явропа шәрқий түркистан бирлики” билән “меһрибан анилар” җәмийити бирликтә тәшкиллигән болуп, тәшкилат рәиси турғунҗан алавудун әпәнди зияритимизни қобул қилип, намайишниң мәқсәтлири тоғрисида тохтилип өтти.

Д у қ ниң явропаға мәсул вәкили әсқәрҗан әпәнди намайиш җәрянида уйғур дияриниң омумий вәзийити, болупму җаза лагерлири мәсилисини герман тилида әтраптики җамаәткә тәпсилий чүшәндүрүшкә, йәрлик хәлқ вә саяһәтчиләрни уйғурларниң нөвәттики ечинишлиқ вәзийитидин мәлуматландурушқа тиришти.

Бу қетимқи намайиш сепидин орун алған мюнхендики җамаәт әрбаби аблимит турсун әпәнди нәқ мәйданда зияритимизни қобул қилғанда муһаҗирәттики уйғурларни җаза лагерлириға қарши омумйүзлүк қозғилишқа чақириқ қилди. 

Хитайниң җаза лагериға қамалған уйғур зиялийси гүлгинә ташмәмәтниң һәдиси гүлзирә ташмәмәтму бу намайишқа қатнашқан болуп, у җаза лагерлиридики уйғурларниң әркинлики үчүн бу күрәшни давам қилдуридиғанлиқини тилға алди. 12 яшлиқ уйғур пәрзәнти әнсар болса “мән җаза лагерлиридики уйғурларни қутулдуруш үчүн бу намайишқа кәлдим,” деди. 

Намайиш мәйданини ай-юлтузлуқ көк байрақ, җаза лагерлиридики тутқунлар вә шеһитларниң рәсимлири, “1 милйон уйғур лагердин қоюп берилсун!” дегәндәк шоарлар йезилған лозункилар қаплиған иди. Җамаәт саәт 2:00 дин 3:30 қәдәр бир йерим саәт намайиш өткүзди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.