Гума наһийисиниң дува базирида рамизан һарписида қанлиқ вәқә йүз бәргәнлики ашкариланди
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2015.06.20
2015.06.20

Алдинқи күни тарқалған хитайчә бир үндидар учурида гума наһийисидә вәқә чиққанлиқи вә вәқәдә 10 нәччә киши өлгәнлики баян қилинған иди. Мухбиримиз бу йип учиға асасән бүгүн гума тәвәлкидики сақчиханиларға телефон қилип вәқә һәққидә ениқлаш елип барди. Мухбиримизниң телефонини қобул қилған сақчи хадимлири вәқә һәққидә тәпсилий мәлумат бәрмигән болсиму, вәқәниң йүз бәргәнликини инкар қилмиди,
Сақчи хадимлириниң рәт җаваблиридин вәқәниң рамизандин бир һәптә бурун йәни 6 - айниң 10 - күни гума наһийисиниң дува базирида йүз бәргәнлики ашкариланди.
Мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә игилигән учурлири диққитиңларда болиду.