Гума бомба партлитиш вәқәси гумандарлиридин 3 нәпириниң исимлири ашкариланди
2016.09.29

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати гума наһийисидә 10-сентәбир күни йүз бәргән бомба партлитиш вәқәси һәққидә баянат елан қилип, хитайни вәқәниң тәпсилатини ашкарилаш вә гумандарларни адил сотлашқа чақирған болсиму, хитай тәрәптин бүгүнгә қәдәр бу һәқтә һечқандақ сада чиқмиди. Әмма радийомиз вәқәниң тәпсилати, болупму гумандарларниң кимлики вә ақивити һәққидики ениқлишини давамлаштурмақта.
Мухбиримизниң бүгүнки ениқлишидин мәлум болушичә, гумандарлардин көктерәк йезисиға тәвә болғанлар мәхмут, мәмтимин вә абләт қатарлиқ 4 киши болуп, улар 23-кәнтниң қумериқ мәһәллисидин икән. Хитай тәрәп буларни тутушқа ярдәмләшкәнләрниң алдиға 300-400 миң йүән, арқисиға 20-30 миң йүән сөйүнчә беридиғанлиқини елан қилған.
Өткән һәптә ениқлаш елип барғинимизда, вәқәгә четишлиқ омумий гумандарлар саниниң 10 нәпәр икәнлики, буларниң көп қисминиң көктерәктин башқа йезилардин икәнлики ашкариланған.
Һазирға қәдәр көктерәклик гумандарлардин 3 нәпири тутулған, йәнә бир нәпири издәлмәктә. Әмма көктерәктин башқа йезилардики гумандарларниң ақивити һазирчә мәлум әмәс. Дуня уйғур қурултийи өткән һәптә бу һәқтики бир баянатида, вәқәгә четишлиқ дәп қаралған аз дегәндә 17 кишиниң тутулғанлиқини елан қилған.