Гума пичақлиқ һуҗуми сәвәблик бир мәһәллә кишилири 3 күн солап қоюлған

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2017.03.08
guma-qarshiliq-herbiy-6.jpg Уйғур елидики бир қисим җайларда пичақ вә палтилиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргәндин кейин елип берилған хитайниң һәрбий һәйвә көрситиш маневиридин көрүнүш. 2017-Йили 22-феврал.
ts.cn

Гума базиридики бир актип компартийә әзаси гума пичақлиқ һуҗуми йүз бәргән күни һуҗумчиларниң аилә-тавабиатлири билән бирликтә қолум-қошнилириму қетилип, бир мәһәллә кишилириниң кәнт вә сақчиханиға йиғивелинғанлиқи, 3 күнгичә тутуп турулғанлиқи вә тутулғанларниң арисида аял вә балиларниңму барлиқини ашкарилиди. Муһаҗирәттики уйғур көзәткүчиләр, радийомизда қилған илгирики сөзлиридә, хитайниң уйғур районида аталмиш террорлуққа қарши зәрбә бериштә хәлқара қанунда чәкләнгән коллектип җазалаш тәдбирини қоллиниватқанлиқини илгири сүргән иди.

Хитайниң уйғур районида мәлум бир киши аталмиш җинайәт өткүзсә, пүтүн аилә-тавабиатини қошуп җазалаш иҗраати буниңдин бурунму ашкариланған. Хитай 2015-йили бай көмүркан һуҗумлиридин мәмәт әйса, муса тохтинияз қатарлиқ 10 нәччә һуҗумчини аилә-тавабиати болған 4 аял 7 бала билән бирликтә ғар ичидә қоршивелип отчачарда қирип ташлиған. Хитай даирилири йәнә, өткән йили ақсуниң чағрақ йезисида, аталмиш қанунсиз диний материялларни көргән мунияз аилисидики 7 кишини 5 йилдин 12 йилға қәдәр кесивәткән.

Юқирида гума пичақлиқ һуҗуми сәвәблик, һуҗумчилардин өмәр абдурахман, мәмтимин абдурахман вә әхмәт елиниң аилә-тавабиатлири бирликтә қолум-қошнилириму қетилип бир мәһәллә кишилириниң 3 күн солап қоюлғанлиқи һәққидә аңлитиш бәрдуқ.

Аваз улинишидин тәпсилатини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.