Гума наһийисиниң дува базирида йүз бәргән 10 - июн қанлиқ вәқәсидә аз дегәндә 8 киши өлгәнлики ениқланди
2015.06.22
Мухбиримизниң илгириләп әһвал ениқлиши давамида, гума наһийисиниң дува базирида йүз бәргән 10 - июн қанлиқ вәқәсидә аз дегәндә 8 киши өлгәнлики айдиңлашти. Базарлиқ сақчихана хадиминиң ашкарилишичә, шу күни дува базириниң 4 - кәнтидики сайлиқита қой беқиватқан бир малчи, сайда су еливатқан бир гуманлиқ кишини учритип, әһвални кәнт мәсулиға мәлум қилған, кәнт мәсули арқилиқ әһвалдин хәвәр тапқан хитай сақчилири нәқ мәйданға йетип келип сайлиқни қоршавға алған. Мухбиримизниң ениқлишидин мәзкур сайлиқта қоршавға елинғанларниң кимлики, қоршавниң қанчилик давам қилғанлиқи, гумандарларниң тәслим болушқа чақирилған - чақирилмиғанлиқи қатарлиқ тәпсилатлар мәлум әмәс, әмма вәқәдә аз дегәндә 8, көп болғанда 12 кишиниң өлгәнлики, гумандарларниң һәммисиниңла, дува базириниң сиртидин икәнлики мәлум.
Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, биз бу вәқәдә илгириләп мәлумат елиш үчүн, гумида давам қиливатқан бастуруш һәрикәтлиридә йетәкчи рол ойнаватқан, бу наһийиниң җамаәт хәвпсизлик қоманданлиқ мәркизигә телефон қилдуқ. Қоманданлиқ мәркизиниң бир әмәлдари вә яки бир чапармәни икәнлики мәлум болмиған бир хитай сақчи телефонимизға қопаллиқ билән җаваб бәрди.
Әлпазидин бир дөләт хадимиға хас кәйпиятни көрүш мумкин болмиған бу хадим, гәрчә соаллиримизниң нәқ өзигә җаваб бәрмигән болсиму, дувида шундақ бир вәқәниң йүз бәргәнликини инкар қилмиди.
Бу хитай йәнә, хитайниң ахбаратқа очуқ бир дөләт икәнликини, әмма чәтәл мухбириниң телефон зияритини қобул қилмайдиғанлиқини баян қилди.
Авазидин уйғурға қарита ғәзәп - нәприти партлап турған бу хадим, әркин асия радийосини билидиғанлиқини ишарәт қилип, телефонни қоювәтти.
Биз арқидин дува базириға қошна болған йәнә бир сақчиханиға телефон қилдуқ вә бәзи мәлуматларға ериштуқ.
Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, юқириқи мәлуматлардин гумада йүз бәргән 10 - июн қанлиқ вәқәсидә аз дегәндә 8 киши өлгәнлики мәлум, әмма гумандарларниң растинла бир пидаийлар гурупписи яки бир турмуш һәләкчиликидики сәпәрчиләр гурупписи вә яки бир аилә кишилири икәнлики һазирчә мәлум әмәс.