Һашардин қайтишида яриланған сәмәт әбәйгә һөкүмәт әмәс, әл - җамаәт игә чиқти

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2015.05.22
polat-zawutida-yarilanghan-uyghur-4.jpg Үрүмчи полат завутида бир гуруппа хитай тәрипидин яриландурулған мүлүк дәваси қилған икки уйғур җиддий қутқузушта. 2013-Йили 15-апрел, үрүмчи.
RFA/Ekrem

Мәлум болушичә, деһқан сәмәт әбәй бу йил 17 - април күни һашарда бесип ишләп вәзиписини муддәттин бурун түгәткән вә куниниң қалған қисмида аилә, бала - чақси үчүн ишләш мәқситидә тоқсу наһийисидики ишләмчиләр базириға қарап атланған. Йол үстидә мотосиклити өрүлүп җигири еғир зәхмиләнгән вә бир пути сунған. Униң бешиға бу еғир күн кәлгәндә мәзкур һашарни орунлаштурған юлтузбағ йезилиқ вә тоқсу наһийилик һөкүмәт униң билән кари болмиған.

Яридар сәмәт әбәйниң қолум - қошнилири, балисиниң мәктипиниң оқутқучи - оқуғучилири, қейин әһвални көргән дохтур сестиралар, вәқәдин хәвәр тапқан уйғур сахавәт җәмийәтлири вә мәсчит җамаәтлири чәклик имканлири даирисидә ярдәм қилған. Әмма бу ярдәм долқуниму йеза вә наһийилик һөкүмәтни тәсирләндүрәлмигән; даириләр һашардин қайтишида яриланған сәмәт әбәй вә униң аилисидин та бүгүнкә қәдәр һал сорапму қоймиған.

Бу әһвалниң тәпсилатини гуваһчи вә иҗрачиларниң бу һәқтики инкаслиридин аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.