Муһаҗир һүсәйин иминтохти дубәйдә б д т дин панаһлиқ сораватқан мәзгилидә тутқун қилинған

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2017.11.10
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
huseyin-imintoxti-1.JPG Һусәйин иминтохтиниң паспорти (аяли тәминлигән).
RFA

Мәлум болушичә, хитай тәрипидин тутуш буйруқи чиқирилған, б д т ниң дубәйдики ишханисидин сиясий панаһлиқ тәләп қиливатқан уйғур муһаҗир һүсәйин иминтохти бир айдин бери из-дерәксиз ғайиб болған. Униң түркийәдә яшаватқан аяли нигарәниң бүгүн радийомизға мәлум қилишичә, һүсәйин иминтохти өткән айниң 12‏-күни тутқун қилинған. У тутулуштин икки күн бурун учур йоллап, хитайниң өзи үстидин хәлқаралиқ тутуш буйруқи чиқарғанлиқини вә дубәй сақчилириниң өзини издәватқанлиқидин хәвәр тапқанлиқини ейтқан һәмдә 3 күнгичә торға чиқалмиса из-дерикини елишни сориған.

Биз дубәйдә б д т ишханисидин сиясий панаһлиқ тәләп қиливатқан мәзгилидә дубәй сақчилири тәрипидин тутуп кетилгән 26 яшлиқ муһаҗир һүсәйин иминтохти һәққидә униң түркийәдә яшаватқан аяли нигарә ханим билән сөһбәт елип бардуқ. Униң баян қилишичә, һүсәйин иминтохти өткән айниң 9‏-күни өзи туруватқан дубәйдин түркийәдә яшаватқан аялиға хәт йезип, хитайниң өзи үстидин хәлқаралиқ тутуш буйруқи чиқарғанлиқидин хәвәр тапқанлиқини, әгәр 3 күнигичә телефонда торға чиқмай қалса, өзини тутулди дәп чүшиниши вә из-дерикини сүрүштә қилишни ейтқан.

Нигарә ханимниң көзитишичә, һүсәйин 10‏-айниң 12‏-күни чүштин кейин саәт 4 тин 22 минут өткәндә ахирқи қетим торға чиққан. Шуниңдин та һазирға қәдәр у тәкрар торға чиқмиған. 

Һүсәйинниң аялиға дәп беришичә, өткән айниң 8‏-күни дубәйниң пуқрачә кийингән бир сақчиси дубәйдики уйғурлар тамақ йәйдиған бир ашханиға кирип, у йәрдики бир түркүм уйғурларға һүсәйинниң паспортидин көчүрүлгән сүритини көрсәткән вә уни тонуйдиған яки тонумайдиғанлиқини сориған. Рәсимни көргән һүсәйинниң достлиридин бири әһвални дәрһал һүсәйингә билдүргән. У шу күндин башлап мөкүнүп йүрүшкә башлиған. У бу күнләрдә күндүзи б д т бинасида күн өткүзсә, кечилири ятақ елишқа җүрәт қилалмай кочиларда меңип күн өткүзгән. 

Нигарәниң йәнә баян қилишичә, әслидә һүсәйин түркийәдә қол телефони дукини ечиватқан болуп, бу йилниң бешида түркийәдики туруш рухсәтнамисини узартиш үчүн үчүн көчмәнләр идарисигә барғанда, намәлум сәвәб билән түрк сақчилири тәрипидин тутулуп, түркийәниң әрзурум вилайитидики көчмәнләрни тутуп туруш мәркизигә әкетилгән. Униң үстидики тәкшүрүш давам қиливатқан мәзгилдә түрк сақчилири лагердикиләргә, тәкшүрүшниң нәтиҗисини күтүшкә тақити йоқларниң чеградин чиқип кетишигә йол қоюлидиғанлиқини уқтурған. Бу чағда һүсәйин, өзиниң японийәгә қайтурулушини тәләп қилған, түрк сақчилири, униңға японийәгә әмәс, дубәйгә чиқип кетишкә имкан барлиқини ейтқан вә бу чеградин чиқирилғанларниң 6 айдин кейин түркийәгә қайта кириш һәққи болидиғанлиқини билдүргән.

Һүсәйин кесилини давалаш вә тутуп турулған мәзгилдә туғулған 3‏-пәрзәнтини көрүш үчүн дубәйгә чиқириветилишни тәләп қилған. Һүсәйин бу йил 5 ‏-айда түркийәдин дубәйгә чиқириветилгәндин кейин, аял-балилирини дубәйгә әкиләлмигән. Чүнки йеңи туғулған пәрзәнтигә хитай әлчиханиси паспорт бәргили унимиған. У дубәйдики 6 айлиқ сүргүн мәзгилини толдурушни күтүп турған чағлирида, юқириқи аваричиликкә дуч кәлгән. 

Дубәйдә яшаватқан вә өзини ашкарилашни халимиған бир уйғур, дубәй сақчилириниң һүсәйин иминтохтидин башқа йәнә йеқинда униң бирликтә өй киралиған ака-укилардин 17 яшлиқ османҗан өмәрниңму һүсәйингә четишлиқ дәп қарилип тутқун қилинғанлиқи вә өзиниң уларниң әһвалини сүрүштә қилип дубәйдики сақчи орунлириға барғанлиқини баян қилди. Униң йәнә баян қилишичә, сақчилар буниңдин 15 күнчә аввал, униңға һүсәйин билән османҗанниң нөвәттә тәкшүрүлүш басқучида икәнликини ейтқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.