Арзу нурмәмәт: җеҗяң йивудики уйғурларға қилинған һәқсизлиқ хитай аһалиләрниңму наразилиқини қозғиди
2016.10.25
Нөвәттә түркийәдә аниси вә икки иниси билән бирликтә яшаватқан арзу нурмәмәт мухбиримиз билән бүгүнки сөһбити давамида, бир йил аввал җеҗяң йивуда дукан ечиватқан мәзгилидә көргән вә бешидин өткәнләр һәққидә мәлумат бәрди. Униң баян қилишичә, өткән йилниң бешид йивуға уйғур районидин зор бир түркүм сақчилар йетип келип йивуда тиҗарәт қиливатқан уйғурлар үстидин қаттиқ назарәт вә тутқун елип барған. Болупму, диний кәйпияти байқалған уйғурларға қарита нуқтилиқ вә зораванлиқ билән елип берилған бу тутқун, һәтта йивудики хитай аһалилириниму биарам қилған.
Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, йивуда қанчилик санда уйғурниң барлиқи яки болғанлиқи мәлум әмәс, әмма йеқинқи йилларда уйғур райониниң сиясий вәзийити җиддийләшкәндин кейин, уйғур районидики сақчиларниң хитай өлкилиридики уйғурларни қаттиқ назарәт қиливатқанлиқи арилап ахбаратларда хәвәр қилинмақта. Арзу нурмәмәтниң юқириқи баянлиридин қариғанда, уйғур районидин кәлгән сақчиларниң зораванлиқи, йивудики бир қисим хитай аһалилириниңму наразилиқини қозғиған.