Илһам тохти қатарлиқ виҗдан мәһбуслири мәсилиси “уйғур маарип уюшмиси” тәрипидин шиветсийә парламентиға сунулди
2014.02.19
Хитай даирилири 15-январ күни мәркизи милләтләр университетиниң дотсенти мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти әпәндини бейҗиңдики өйидин тутқун қилған хәвири ашкариланғандин кейин “уйғур маарип уюшмиси” шиветсийәдики мунасивәтлик парламент әзалири билән көрүш арқилиқ уйғур зиялийси илһам тохти, абдувәли аюп, абдулкәрим абдувәли қатарлиқ виҗдан мәһбуслириниң мәсилисини шиветсийә парламентиниң феврал ейида муназиригә қоюлидиған ташқи ишлар идарисиниң күн тәртипигә сунди.
Хитай даирилириниң 2013- йили уйғурлар үстидин елип барған бесим сиясити тоғрисидики материялларму шиветсийәдә паалийәт қиливатқан “уйғур маарип уюшмиси ” тәрипидин 2014-йилниң бешида шиветсийә һөкүмити, ташқи ишлар идариси, шиветсийәдики һәрқайси чоң партийиләр вә мунасивәтлик орунларға сунулған иди.
Биз йәниму тәпсилий мәлумат елиш үчүн “уйғур маарип уюшмиси” ниң рәиси ниҗат турғун билән сөһбәт елип бардуқ.
Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.