Уйғур яш: “22 йил ичидә чидиғусиз трагедийәләргә шаһит болдум”
2019.03.01
Түркийәниң истанбул зәйтинбурни районида яшаватқан уйғурлардин ишқияр абдуреһим зияритимизни қобул қилип, өзигә аилә әзалири вә уруқ-туғқанлиридин болуп, җәмий 35 кишиниң җаза лагерлири яки түрмидә икәнлики тоғрисида ениқ учур кәлгәнликини, өзиниң 1997-йили 5-феврал ғулҗа вәқәсидин таки бүгүнгичә болған 22 йил ичидә чидиғусиз трагедийәләргә шаһит болғанлиқини оттуриға қойди.
Ишқияр абдуреһим әпәнди қорғас наһийисидин болуп, у 2014-йили 3-айниң 21-күни мисирға оқушқа барған, мисирда 6 ай турғандин кейин бәзи сәвәбләр түпәйлидин шу йили 9-айниң 19-күни түркийәгә кәлгән вә йәрләшкән. Һазир түркийәниң истанбул шәһиридә аяли вә 3 балиси билән бирликтә турмуш көчүрмәктә.
Ишқияр абдуреһим әпәнди зияритимизни қобул қилип, сөзләп беришичә, у, 1992-йили қорғаста дуняға кәлгән болуп, 5 яшқа киргән вақтида дадиси абдуреһим давут “5-феврал ғулҗа вәқәси” гә четишлиқ дәп тутуп кетилгән һәм 15 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған икән. У, 1997-йилидики 5-феврал ғулҗа вәқәси мәзгилидә һазирқиға охшашла ғулҗидики зиялийлар, иқтисад игилири, диний затлар вә көплигән яшларниң тутуп кетилип қамақ җазалириға һөкүм қилинғанлиқини баян қилди.
Ишқияр абдуреһим, дадиси абдуреһим давут түрмидики мәзгилдә, аниси һөригүл турсунниң өзи билән қошуп 3 балини қийинчилиқ ичидә чоң қилғанлиқини, өзиниң дадисиз чоң болғанлиқини, савақдашлири дадилириға есилип көрүшкәндә бәкла мәйүслинип кәткәнликини баян қилди.
Ишқияр абдуреһим әпәнди өзиниң 8-9 яш вақтида тунҗи қетим үрүмчидики түрмидә дадисини көргәнликини, дадисиниң қолида койза, учисида түрмә кийимлири барлиқи, наһайити аҗизлап кәткәнликини көрүп, көңлиниң интайин йерим болғанлиқини баян қилди.
“5-феврал ғулҗа вәқәси” гә четишлиқ дәп 15 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған абдуреһим давут әпәнди кейин үрүмчидики түрмидин санҗидики түрмигә йөткәлгән. Ишқияр абдуреһим дадисини санҗидики түрмигиму йоқлап барғанлиқини, дадисиниң техиму аҗизлап кәткәнликини көрүп көңлиниң техиму йерим болғанлиқини әслиди.
Ишқиярниң аниси һөригүл турсун санҗиға оғли билән биргә берип абдуреһим давутни йоқлиғандин кейин, униң саламәтликиниң бәкла начарлишип кәткәнликини көрүп, хитай башлиқларға пул берип, уни ғулҗа қарабурун түрмисигә йөткигән икән.
Дадиси ғулҗа қарабуғра түрмисигә йөткәп келингәндин кейин давамлиқ түрмигә дадисини йоқлап барған ишқияр абдуреһим, қарабуғра түрмисидә дадисиниң сақчилар тәрипидин һақарәткә учриғанлиқини көргән. У өзиниң дадисиниң һақарәткә учриғанлиқиға чидап туралмиғанлиқини баян қилди.
“5-феврал ғулҗа вәқәси” йүз бәргәндин кейин намайишқа қатнашқанлардин сирт мәшрәпкә қатнашқан, мәшрәпкә иқтисадий җәһәттин ярдәм қилған нурғун кишиләр хитай җ х идариси тәрипидин тутқун қилинған. Абдуреһим давутму “мәшрәпкә иқтисадий җәһәттин ярдәм қилдиң” дәп тутқун қилинип кесиветилгән. У, түрмидин чиққан болсиму бу қетимқи долқунда тутуп кетилип “җаза лагери” ға ташланған. Униң билән бир йезидин болған һазир истанбулда яшаватқан қасим әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ. У, абдуреһим давут вә униңға охшаш нурғун кишиниң мәшрәпкә қатнашқанлиқи үчүн хитай тәрипидин “5-феврал ғулҗа вәқәси” гә четип туруп түрмигә ташланғанлиқини оттуриға қойди.
Ишқияр абдуреһим “5-феврал ғулҗа вәқәси” дин кейин өз аилиси вәйран болупла қалмастин анисиниң дадиси, йәни бовиси, анисиниң акиси вә иниси болуп, уларниң һәммисиниң түрмигә ташланғанлиқини, өз аилисигә қаритилған зулумниң 22 йилдин буян изчил һалда давамлашқанлиқини, һечқачан хатирҗәмлик болмиғанлиқи вә ахирида аилисиниң вәйран болғанлиқини баян қилди.
Ишқияр абдуреһимниң аилиси 1997-йилидин тартип “нуқтилиқ аилә” дәп қарилип көзитилип келингән. 2017-Йили кәң көләмдә лагерларға солаш башланғанда, шу йили 3-айниң 21-күни ишқиярниң ачиси мәвлүдә үрүмчидики өйидин тутуп кетилгән. 4-Айниң бешида аниси һөригүл турсунму тутуп кетилгән. Чүнки униң аниси һөригүл турсун 2016-йили түркийәгә берип оғлини йоқлап кәлгән, мана шуниң үчүн 5 йил, ачиси мәвлүдә инисиға телефон қилғанлиқи үчүн 3 йил кесиветилгән. У, “5-феврал ғулҗа вәқәси” дин кейин ғулҗида көп санда аилиниң вәйран болғанлиқини оттуриға қойди.