Керийәдә икки йил хизмәт қилған зүмрәт ханим, керийәниң омуми вәзийити һәққидә тәсиратини баян қилди
2014.02.20
Уйғур райониниң шималидики бир шәһәрдә туғулуп өскән, 1990 - йилларниң оттурилири хитай шәһәрлиридин биридә алий мәктәп оқуған, оқуш пүттүргәндин кейин, үрүмчидә хизмәт ишлигән бир уйғур ханим, 2000 - йилларниң оттурилирида хотәнниң керийә наһйәсигә икки йиллиқ хизмәткә әвәтилиду.
Керийәдики нопусниң 98%ини уйғурлар тәшкил қилидиғанлиқидәк үстүнлүкни көзи билән көрүп йүрики яйриған бу ханим, наһийә хәлқиниң турмушидики қийинчилиқ вә қаттиқчилиқларни көрүп йүрики пучилиниду. Миллитиниң бешидики бу аччиқ қисмәтни өзгәртиш үчүн өзиниң бир кишилик инсаний вәзиписини ада қилиш давамида хәвп - хәтәргә йолуқуп, вәтәндин айрилишқа мәҗбур болған вә нөвәттә явропада яшаватқан зүмрәт ханим, бүгүн мухбиримизға өзиниң керийәниң омуми вәзийити һәққидики тәсиратлирини баян қилди. Төвәндә бу һәқтә мәлумат аңлайсиләр. Бу программини мухбиримиз шөһрәт һошур тәйярлиди.