Хәлқара инсан һәқлири күни тәйвәндә елип берилған намайишқа уйғур, тибәт, моңғулларму қатнашти
2016.12.12
10-Декабир хәлқара инсан һәқлири күни мунасивити билән тәйвәнниң тәйҗуң шәһиридә өткүзүлгән намайишқа тәйвәндә елип бериливатқан кишилик һоқуқ паалийәтлиригә иштирак қиливатқан уйғур, тибәт, моңғул вәкиллириму қатнашқан.
Қәдирлик радио аңлиғучилар һазир аңлаватқиниңлар тәйвәнниң тәйҗуң шәһиридә 10-декабир хәлқара инсан һәқлири күни мунасивити билән елип бериливатқан намайиш.
Бүгүнки намайиш тәйҗуң шәһәрлик һөкүмәтниң қоллиши астида кишилик һоқуқ тәшкилатлири бирликтә елип барған намайиш болуп, намайишқа японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам маһмут, баш штаби токйодики җәнубий моңғулийә қурултийиниң баш катипи дайчин, тибәт тәшкилатлириниң вәкиллири вә хоңкоңлуқ демократчиларму иштирак қилди.
Тәйвән тәйҗуң шәһәрлик һөкүмәт узун буян мәзкур шәһәрдә елип бериливатқан түрлүк кишилик һоқуқ паалийәтлирини йеқиндин қоллап келиватқан болуп, зияритимизни қобул қилған илһам маһмут бу һәқтә тохталди.
Намайиш әтигән саәт онда тәйҗуң дәвр мәйданидин башланған болуп, намайишчилар тәйвән хәлқиниң өз тәқдирини өзи бәлгилишини шундақла хитайдики кишилик һоқуқ мәсилилириниң яхшилиниши үчүн тәйвәнликләрниң йеқиндин ярдәмдә болушини тәләп қилип, бу һәқтә түрлүк шоарларни товлап, икки саәт әтрапида тәйҗуң шәһәр кочилирини айлинип дәвр мәйданиға йетип кәлди.
Намайишниң күнтәртипи бойичә, бу қетимқи намайишқа қатнашқан бир қисим кишилик һоқуқ паалийәтчилири нөвәт билән сөзгә тәклип қилинди.
Алди билән сөзгә чиққан японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам мәхмут сөз қилип, хитай компартийәсиниң уйғур елида йүргүзүватқан нөвәттики бастуруш сиясити тоғрисида тохтилиш билән биргә, өзиниң тәйвән хәлқиниң тәйвәнниң кәлгүси үчүн оттуриға қойған улуғвар ғайилирини һөрмәт қилидиғанлиқини вә тәйвән хәлқини уйғур мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлүшкә чақиридиғанлиқини билдүрди.
Хоңкоңдин кәлгән хитай демократчилириниң вәкили сөз қилип, нөвәттә хоңкоңда хитай компартийәси йолға қоюватқан әркин сайлам қанунидики бәзи бир сиясий түзүмләрни хоңкоңда хәлқиниң қәтий қобул қилмайдиғанлиқини, тәйвәнликләрниң хоңкоң мәсилисидин савақ елип тәйвәнниң кәлгүсини өз тәқдирини өзи бәлгиләш мизани бойичә бир тәрәп қилишини үмид қилидиғанлиқини баян қилди.
Тибәт, моңғул вәкиллириму арқа-арқидин сөз қилип, нөвәттә өз тупрақлирида сақлиниватқан кишилик һоқуқ мәсилилири тоғрисида тохталди.
Зияритимизни қобул қилған җәнубий моңғулийә қурултийиниң баш катипи дайчин:“ шәхсән мән өзүм тунҗи қетим тибәт, уйғур, моңғулларниң қатнишиши билән тәйвәндә елип берилған бу намайиштин толиму һаяҗанлиниватимән. Әлвәттә, бизму дәвайимизни тәйвән хәлқигә аңлитиш, уларниң һесдашлиқини қолға кәлтүрүш шундақла тәйвәнликләр билән ортақ ғайимизни ишқа ашуруш үчүн бу хил паалийәтләргә көпрәк қатнишишимиз керәк дәп ойлаймән” деди.
Намайишқа иштирак қилған тәйвәнлик кишилик һоқуқ паалийәтчиси лин бүгүнки намайиш һәққидә тохтилип: “ хитай компартийәси тәрипидин кишилик һоқуқлири зиянкәшликкә учриған тибәт, моңғул, уйғур қатарлиқ милләтләрниң вәкиллириму намайишқа қатнашти. Биз буларниң кишилик һоқуқлирини қоғдаш йолида әлвәттә,улар билән бирликтә хитай компартийәсигә қарши туримиз” деди.
Илһам маһмут тәйвәндә елип берилған бу қетимқи намайишниң уйғур давасидики әһмийити һәққидә тохталди.
Намайиштин кейин дәвр мәйданида кишилик һоқуқ паалийәтлирини һимайә қилғучи бир қисим сәнәткарлар әркинликкә беғишланған сәнәт номурлирини намаян қилди.
Игилишимизчә, тәйвәндә елип бериливатқан уйғур, тибәт, моңғул вәкиллириниң қатнишишидики кишилик һоқуқ паалийәтлири мушу айниң 14-күнигә қәдәр давам қилидикән.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.